06.08.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1248822
06.08.2019

түркийә авази радийоси:  ливанда чиқидиған «әлһайат гезити», әнқәрәниң вашингтонға й п г ға қиливатқан йардимини тохтитишни чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әлшәрқ әләвсат гезити» (Alsharq Alawsat), сәуди әрәбистанниң 2.5 милйон һаҗим намзатини күтүвелишқа тәййар икәнликини елан қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», исираилийәниң «төмүр қуббиси» системисида хизмәт қилған 30 әскәрниң рак кесилигә гириптар болғанлиқини хәвәр қилди.

«фокус.д» тори (Focus.de), һурмуз боғузи киризисида, әнглийәниң американи қоллайдиғанлиқини, германийәниң болса, йавропа иттипақиниң  пиланиға қизғин қарайдиғанлиқини хәвәр  қилди.

«манистершизайдиң.д» тори (Muensterschezeitung.de), шиветсийәниң балилар бағчиисида тамака чекишни чәклигән һәммигә үлгә дөләт икәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), оңчи хәлқ партийәсиниң испанийә баш министири педро санчездин һөкүмәтни тәшкилләш үчүн башқа намзатқа йол беришини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

чилида чиқидиған «ел меркурийо гезити» (El Mercurio), чилида ийун ейидики иқтисадий җәһәттики төвән паалийәтләр сәвәбидин, 2019-йилидики иқтисадий ешиш тәхминлирини %2.5 кә чүшүргәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), хәлқара сақчи тәшкилати- интерпол дәвасида, бейҗиң һөкүмитиниң париж билән иккинчи қетим һәмкарлиқ қилмайдиғанлиқи тоғрисида «ғәйрий рәсмий» шәкилдә тәһдит салғанлиқини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «лөсва гезити» (Le Soir), фирансийәдә ашқун оңчи бир сийасәтчиниң твиттерда көчмәнләр һәққидә йалған хәвәр елан қилип, кәйнидин өчүрүвткәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «газәтә.ру» хәвәрләр тори (Gazeta.ru), нато баш катипиниң қиримниң русийәгә қошувелинишини, чоң дөләтләр оттурисида күчийиватқан риқабәтниң нәтиҗиси дәп ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), русийә муавин дөләт мудапиә министириниң ачинскқа җайлашқан бир һәрбий базида йүз бәргән вә нурғун кишини тарқақлаштурушқа сәвәб болған от апити һәмдә партлашларда, адәм амилиниң сәвәб болған мумкинчиликиниң алдинқи орунда туридиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «регнум агентлиқи» (Regnum), хәлқара пул тәшкилатиниң ембарго вә нефит баһасидики чүшүшниң русийә иқтисадиға көрситидиған тәсирини өлчигәнликини؛ буниңда, русийә иқтисадида 2014-йилдин 2018-йилиғичә болған мәзгилдә %1.2 астилаш болиду, дәп тәхмин қилинғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر