24.06.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1224111
24.06.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, трампниң, теһранға һуҗум тоғрисида агаһландуруш мәктупи әвәтмигәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

әнглийәдә әрәбчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, өктичиләрниң намзатиниң истанбулдики иккинчи сайламда ғәлибә қилғанлиқини, әрдоғанниңму уни тәбриклигәнликини йазди.

йәнә әнглийәдә әрәбчә нәшр қилинидиған «әлһайат» гезити, америка қошма иштатлириниң иран алаһидә вәкилиниң «райондики сода вә деңиз йоллириниң тәһдиткә учришиға йол қоймаймиз» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро» гезити, фирансийәниң йериминиң дәриҗидин ташқири иссиқтин мудапиәлиниш һәққидә агаһландурулғанлиқини йазди.

фирансийәниң «ле монде» гезити, вашингтонниң пәләстинликләр үчүн һәм кәскин, һәм турақсиз дейишкә болидиған бир иқтисад пилани елан қилғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

йәнә фирансийәдә чиқидиған «Libération» гезити, пәләстиндә мустәмликичиликниң һәр күни зораванлиқ вәқәлиригә сәвәб болидиғанлиқини йазди.

испанийәниң «ел мундо» гезити, өктичи имамоғлуниң сайламда әрдоғанниң намзати үстидин ғәлибә қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң «ел паес» гезити, йавропаниң испанийәгә йөниливатқан көчмән бесими һәққидики тәхминлирини оттуриға қойғанлиқини йазди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардиа» гезити, чәт әл селинмисиниң каталан районида икки һәссә ашқанлиқи, испанийәниң башқа җайлирида %40 төвәнләп кәткәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийә авази (DW), җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән җумһур иттипақиниң намзати бинали йилдиримниң истанбул сайлимида ғәлибә қилған әкрәм имамоғлуни тәбриклигәнликини хәвәр қилди.

шпиегел онлайн хәвәр тори, герман сийасәтчиләрниң русийә зийарити даирисидә кремил медийа оргини – россижа сегонднжа» да мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгәнликини йади.

германийәниң «» гезити, «<императорлуқ пуқралири> сани сүрәт билән ашмақта, германийә федератсийә җумһурийитини рәт қилишмақта» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

русийәниң «TASS» хәвәр агентлиқи, газпром вә нафтогаз ширкәтлириниң арисидики чүшинишмәсликләр адил шәкилдә һәл қилинған тәқдирдә, украина арқилиқ газ билән тәминләшни давамлаштурушқа тәййар икәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «риа новости» хәвәр агентлиқи, әрдоғанниң истанбул шәһәрлик һөкүмәт башлиқи сайлимида ғәлибә қилған өктичи намзатни тәбриклигәнликини йазди.

русийәдә чиқидиған «известийа» гезити, русийәдә оқуғучиларниң дөләт университетлирида һәқсиз оқуш пурситиниң %25 төвәнләп кетидиғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر