чәт әл мәтбуатлирида бүгүн: 13.06.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1218017
чәт әл мәтбуатлирида бүгүн: 13.06.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда ингилиз тилида чиқидиған «‹әшшәрқул әвсәт› гезити», америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң, «иран районға вә дунйаға тәһдит шәкилләндүрүватқан бир дөләт» дегән сөзлирини нәқил кәлтүрди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити» дә, йәмәндики һусийларниң сәуди әрәбистандики хәлқара әбһә айродурумиға һуҗум қилғанлиқи әскәртилди.

ливанда чиқидиған «‹әлһайат› гезити», бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сәуди әрәбистандики хәлқара әбһә айродурумиға қилинған һуҗумниң районлуқ бихәтәрликкә тәһдит шәкилләндүргәнликини билдүргәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийәдә чиқидиған «‹ Frankfurter Allgemeine Zeitung› гезити» дә мундақ дейилди: « германийәлик сайаһәтчиләрниң йеңи мәнзилгаһи, баһасиниң әрзан, мулазимитиниң йахши болуши сәвәблик түркийә, мисир вә тунис болди, шуниң билән, испанийәниң майорка саһиллири бош қалди.»

испанийәдә чиқидиған «‹ El País › гезити», муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

испанийә билән мексика лопез обрадорниң испанийә падишаһиға йоллиған мәктуби сәвәбидин үзүлүп қалған мунасивәтләрни әслигә кәлтүрүшкә тиришмақта. обрадор испанийәдин мустәмликә дәвридә йүз бәргән вәқәләр сәвәбидин кәчүрүп соришини тәләп қилғаниди.

испанийәдә чиқидиған «<әлмундо> гезити» (El Mundo), испанийәдә тәхминән 2 милйон кишиниң «иқтисадий киризис сәвәбидин өй – маканлиримиздин айрилип қалимиз» дәп әндишә қиливатқанлиқини йазди.

русийәниң «‹ Lenta.ru › хәвәрләр тори», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәниң русийәдин «400 - с» башқурулидиған бомба системиси сетивелишиға алақидар талаш – тартишларни ахирлаштурғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәдә чиқидиған«‹ Izvestiya› гезити», русийә пирезиденти виладимир путинниң, «русийә  – америка қошма иштатлири мунасивәтлири арқиға чекинип кәтти» дегән сөзлирини нәқил кәлтүрди.

русийәниң «‹ RIA Novosti› хәвәр агентлиқи», русийә пирезиденти виладимир путинниң, русийәниң украина билән болған мунасивәтлирини әслигә кәлтүридиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), «вашингтон полшадики һәрбий мәвҗудийитини зорайтиду» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

фирансийәниң «‹ France 24 › телевизийә қанили», йапонийә баш вәзири шинзо абениң вашингтон билән теһран оттурисидики сүркилишни йениклиш үчүн иранда зийарәттә болғанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ Le Figaro  › гезити», «әнглийәдә тереса мейниң орнини бесиш риқабитидә тунҗи зийанға учриғучиларниң оттуриға чиқидиғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر