27.05.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1208698
27.05.2019

түркийә авази радийоси: ливанда чиқидиған «әлһайат» гезити, бағдадниң теһран билән вашингтон арисида мурәссәләштүргүчилик ролини ойнаш тәклипини оттуриға қойғанлиқини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң йапонийәниң йеңи императори билән көрүшкән тунҗи чәт әллик лидер болғанлиқини йазди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәрифниң парс қолтуқи дөләтлири билән «район характерлик өзара һуҗум қилмаслиқ келишими» имзалаш тәклипини оттуриға қойғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийә авази (DW), йавропа парламенти сайламлирида хәлқчил консерватиплар билән йешилларниң аваз нисбитини йуқири көтүргәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «сүддеутче зейтуң» гезити, германийә һөкүмитиниң йәһудий айримчилиқиға қарши турушқа мәсул әмәлдари клеинниң, германийәдә йашайдиған йәһудийларни һәммила йәрдә кичик допписини кийип йүрмәслик тоғрисида агаһландурғанлиқини йазди.

йәнә германийәниң «здф.де» гезити, германийәдә йәһудий дүшмәнликиниң күчийип кәткәнликини, йәһудий мәркизий кеңишиниң «йөнилиш һәқиқәтән начар» дегәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

испанийәниң «ел паес» гезити, испанийә сотсийалист ишчилар партийәсиниң түнүгүн өткүзүлгән шәһәрлик һөкүмәт сайлимида йәнә күчини намайан қилғанлиқи, бирақ мадридта оңчиларниң үстүнлүкни игилигәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

испанийәниң «ел мундо» гезити, испанийәдә өткүзүлгән шәһәрлик һөкүмәт башлиқлири сайлими тоғрисида учур берип, испанийә сотсийалист ишчилар партийәси башлиқи вә баш министир педро санчезниң орнини мустәһкәмлигәнликини, баш министир санчезниң партийәсиниң сайлам ғәлибисини тәбриклигәнликини йазди.

венезуелада чиқидиған «телесур» гезити, венезуела ташқи ишлар министири җорҗ арреазаниң, дөлитиниң малийә җәһәттин муһасиригә елиниши вә таратқулардики тәтүр тәшвиқатларниң җавабкариниң америка қошма иштатлири икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «ле монде» гезити, 2019 – йилидики йавропа иттипақи сайламлирида, әнглийәдә әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилип чиқишини қоллайдиған партийәниң көрүнәрлик дәриҗидә үстүнлүккә игә болғанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро» гезити, йавропада әнәниви партийәләрниң чекингәнликини, йешилларниң көрүнәрлик дәриҗидә илгириләш һасил қилғанлиқини хәвәр қилди.

йәнә фирансийәдә чиқидиған «Ouest-France» гезити, макронниң сайламларда чекинип кәткәнликини, тунҗи мәғлубийитини алғанлиқини йазди.

русийәниң «вести.ру» гезити, дунйа муз топи чемпийонлуқни талишиш мусабиқисидә финландийәликләрниң алтун, канадалиқларниң күмүш, русларниң мис медалға еришкәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «лента.ру» хәвәрләр тори, русийә пирезиденти виладимир путинниң, калининград районидики йантарний наһийәсидә чоңқур деңиз порти қуруш лайиһәсини қоллап – қуввәтлигәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа» гезити, русийә ортодокс черкави монахи кирилниң, русийә ортодокс черкавиниң күндә үч черкав селиватқанлиқини ейтқанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر