20.02.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1148939
20.02.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда ингилизчә чиқидиған «әлавсар әлшәрқ гезити» (Alsharq Alawsat), б д т хәвпсизлик кеңиши ирақта йоқап кәткән күвәйтликләрниң тәқдириниң бәлгилиниши керәкликини елан қилди.

әрәб бирләшмә хәлипиликидә чиқидиған «әл емират әл йавум гезити» (El Emarat El Yaum ), айал инженерларниң һәрбий саһәдики мувәппәқийәтлирини испатлиғанлиқини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда чиқидиған «әл рийад гезити» (El-Rıyad), америка пирезиденти доналд трампниң аләм армийәси қоманданлиқ иштабини қуридиғанлиқини хәвәр қилди.

«германийә авази радийоси», мексикалиқ журналист анабел һернандез (Anabel Hernandez) пикир әркинлики мукапатиға еришкәнликини хәвәр қилди.

журналист анабел һернандезниң дейишичә, мексикалиқлар пикир әркинликидин бәкрәк, һайатини сақлап қелишқа әһмийәт беридикән.

«стерн журнили» (Stern), гогул хәритиси (Google Map) ниң мәхпий һәрбий базилар вә башқурулидиған бомба системилириниң 3D фотографлирини көрситидиғанлиқини хәвәр қилди.

шивейтсарийәдә чиқидиған «ле темпс гезити» (Le Temps), фирансийә пирезиденти макронниң мәслиһәтчиси александра беналланиң түрмигә соланғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийәдә йәһудийларға қарши сийасийлаштурулған «иттипақлишиш күни» ниң тәбрикләнгәнликини елан қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien ), фирансийәдә бир парламент әзасиниң «фирансийә йәмәндә өлтүрүватиду» дегән лозункини ачқанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «телесур гезити» (Telesur), венезуела пирезиденти мадурониң тиббий универстет оқуғучилириниң оқуш пүткүзүш мурасимида сөз қилғанда: «венезуела бу йил 1469 чәт әллик дохтур йетиштүрди. мана бу һәқиқий инсанпәрвәрлик йардәмдур» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәниң рийа новости агентлиқи, пирезидент путинниң федератсийә мәҗлис нутуқини елан қилидиғанлиқини вә нутуқида, дөләтниң ички вә ташқи сийасәтлири үстидә тохтилидиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), русийәниң америкада турушлуқ сабиқ баш әлчисиниң: «америка русийә билән болған дипломатик мунасивәтлириниң сәвийәсини төвәнлитишни халайду» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәниң тас  (TASS) агентлиқи, америка ташқи ишлар министирлиқиниң, америка билән түркийәниң сүрийәниң шәрқий шималида «тәңпуң район» ға мунасивәтлик сөһбитини давамлаштуруватқанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر