13.02.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизниң муһим мәзмунлири төвәндикичә:

1144342
13.02.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әлавсат гезити» (Alsharq Alawsat), америка дөләт мудапиә министири вәкили шанаханниң, американиң ирақтики мәвҗутлуқи һәққидики қорқунчларни оттуридин йоқитиш үчүн бағдадни туйуқсиз зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «әл мустақбал гезити» (El-Mustkbal), түркийәниң 22-февралда ечилидиған «афғанистан» темилиқ америка-русийә йиғиниға саһибханлиқ қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

«әл райа әл қатарийа гезити» (Al-Raya Al-Katariya), қатарниң иран билән райондики дөләтләр оттурисидики дийалогни қоллайдиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«т-онлайн» (T-Online) тор бети, миңдин артуқ «гүлән» чиләрниң издиливатқанлиқини хәвәр қилди.

«германийә авази радийоси», сәуди әрәбистанниң германийәдики йеңи баш әлчисиниң муназирә қозғиғанлиқини хәвәр қилди.

«а р д телевизийәси» (ARD), «2-шималий еқим» туруба йоли муназирисидә йавропа иттипақиниң мурәссәлишиш йолида икәнликини хәвәр қилди.

«24-франс» (France 24), белгийәдики омумий иш ташлаш сәвәблик белгийәгә учқан йаки бу дөләттин башқа дөләтләргә учқан айропиланларниң йоқлуқини хәвәр қилди.

«ле монде гезити» (Le Monde), «сериқ җилиткиликләр» ниң фирансийәниң ушшақ тиҗарәтчилиригә чоң тәсирләрни көрсәткәнликини хәвәр қилди.

«ел паис гезити» (El País), мексикадики синалоа (Sinaloa) зәһәрлик әткәсчилик гуруһиниң каттибеши җоаквин гузман (Joaquín Guzmán) ниң америкадики сотта җазаға һөкүм қилинғанлиқини, бирақ җазаниң һазирчә елан қилинмиғанлиқини, бәлким муддәтсиз қамақ җазаси берилиш еһтималиниң йуқири икәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел монде гезити» (El Mundo), венезуела пирезиденти николас мадурониң, «венезуела ачарчилиқ дөлити әмәс, венезуелада көп миқдарда озуқлуқ мәнбәси бар» дегәнликини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «телесур гезити» (Telesur), чилида орманлиқта чиққан от апитидә икки кишиниң җенидин айрилип, сәккиз кишиниң йариланғанлиқини, 32 өйниң көйүп кәткәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант гезити» (Kommersant), москвада йағқан қелин қар сәвәблик 40 тин артуқ айропилан сәпириниң әмәлдин қалдурулғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), әнглийә ташқи ишлар министирлиқиниң йавропа иттипақи билән русийәгә қарши йүргүзүлидиған йеңи ембарголарни музакирә қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити», русийә парламентиниң төвән палатаси болған думаниң, ғәрбниң ембаргосини әйиблигәнликини хәвәр қилди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر