06.02.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1140035
06.02.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әлшәрқ әлавсат гезити» (Alsharq Alawsat), америка пирезиденти доналд трампниң иранни «радикал» түзүми вә террорлуқни қоллиғанлиқи үчүн тәнқид қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әл райа ал қатарийа гезити» (Al-Raya Al-Katariya), қериндашлиқ мунасивәтләрни техиму күчәйтиш мәқситидә, қатар-күвәйт алий рәһбәрләр йиғининиң түнүгүн (5-феврал) ечилғанлиқини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «әл һайат гезити» (El-Hayat), америка пирезиденти доналд трампниң сүрийәдин чекиниш қарари пәйда қилған әкс садаларниң, хәлқаралиқ бирләшмә қисимниң тунҗи йиғинида күнтәртипкә кәлгәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro ), «Ifop-Fiducial » тәрипидин елан қилинған «авам пәрәстлик» әлрайини синаш нәтиҗисидә, пирезидент макронниң алтә номур ешип, %34 кә йәткәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «либерийшин гезити» (Liberation ), италийә муавин баш министириниң парижда «сериқ җилиткиликләр» билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien ), парижда бир өйниң 39 милйон йавроға сетилип, рекорт йаритилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «нойә зүришә зайтуң гезити» (йеңи зурих гезити Neue Züricher Zeitung), «түркийә билән гиретсийә киризислар түпәйлидин пәйда болған қийинчилиқларни йиңишни халайду» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

венезуела «теле сур» (TeleSUR) қанили, пирезидент мадурониң венезуелада ички урушниң болмайдиғанлиқини вә армийәниң вәзийәткә арилашмайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «а б с гезити» (ABC), папа франҗисниң «әгәр һәр икки тәрәп халиса» венезуелада келиштүрмичилик қилишқа тәййар икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), мадридта такси шопурлириниң нишаниға йәтмәстинла муддәтсиз иш ташлашни әмәлдин қалдурушни қара қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), гиретсийәниң «түрк еқими» лайиһәсигә қатнишишни халайдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийә «вести» (Vesti ) тор бети, баш министир медведевниң русийә сайаһәт агентлиқиниң башлиқини һоқуқидин елип ташлиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «gazetem.ru» тор бети, русийә ташқи ишлар министирлиқиниң, американиң германийәдә турушлуқ баш әлчисини «германийә ширкәтлиригә <2-шималий еқим> лайиһәсигә мунасивәтлик ембарголар йүргүзүлидиғанлиқи һәққидә тәһдит селинған мәктупларни әвәтип, дипломатик қаидиләргә хилаплиқ қилиш» билән әйиблигәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر