28.01.2019

чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1134262
28.01.2019

түркийә авази радийоси: аргентинада чиқидиған «клейрин гезити» (Clarín), венезуела пирезиденти николас мадурониң венезуела дөләт тарихидики әң чоң һәрбий маневирниң өткүзүлидиғанлиқини елан қилғанлиқини билдүрди.

хәвәрдә, һәрбий маневирниң 10-февралдин 15-февралғичә венезуела армийәсиниң һәрбий күчини көрситиш үчүн өткүзүлидиғанлиқи қәйт қилинди.

испанийәдә чиқдиған «ел паис гезити» (El País), биразилийәниң брумадинһо шәһиридики су амбириниң тешип кетиш хәтири сәвәбидин 24 миң кишиниң тарқақлаштурулғанлиқини хәвәр қилди.

«ла разон гезити» (La Razón), испанийәдә таксичиларниң иш ташлишиниң барғансери кеңийиватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, таксичилар иш ташлашни башлиған 2- күндә (йәкшәнбә), 2 миңдин артуқ таксичиниң пайтәхт мадридтики пасейо де ла кастеллана кочисини тақивалғанлиқи билдүрүлди.

фирансийәдә чиқидиған «либерейшин гезити» (Libération), «америка пирезиденти доналд трамп һөкүмәтниң ечилиши үчүн йол қойди, ундақта, әмди қандақ болиду?» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

фирансийәниң «France 24» қанили, венезуела пирезиденти николас мадурониң йавропалиқларниң ултиматомини рәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «TASS» агентлиқи, вашингтонниң йәнә йавропа иттипақидин «2-шималий еқим» ниң қурулушини тохтитишни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (zvestiyaİ), русийәдә ленинград урушиниң 75-йиллиқиниң хатириләнгәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «риа агентлиқи» (RİA), сүрийәниң әнқәрәдә вәзипә өтигән сабиқ баш әлчиси «аднан келишими» ни қайтидин музакирә қилишни башлашниң сәвәбини чүшәндүргәнликини хәвәр қилди.

әнглийә пайтәхти лондонда әрәбчә чиқидиған «әлшәрқ әлавсат гезити» (Alshark Alawsat), австиралийәниң венезуеладики өктичи рәһбәр хуән гуайдони «вақитлиқ пирезидент» дәп тонуйдиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«әлһайат гезити» (Alhayat), русийә кремил сарийиниң, түркийә билән түзүлгән «идлиб келишими» ниң толуқ иҗра қилинмиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «әлмустақбал гезити» (Almustakbal), американиң қәһвәхана дуканлири зәнҗири «старбакс» (Starbucks) ниң иҗраийә директори ховорд счултзниң америка пирезидентлиқ сайлимида доналд трамп билән риқабәтлишидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «н т в» (NTV) қанилида, анталйада чиққан қуйунниң анталйа айродурумиға тәсир көрсәткәнликини хәвәр қилди.

«германийә авази радийоси», ата-аниси вә қариғучиси йоқ германийәгә көчмән болуп кәлгән нурғун кичик балиларниң йоқап кетиватқанлиқини хәвәр қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر