08.01.2019

бүгүнки чәт әл гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1121318
08.01.2019

әл пайс(El País) гезити , бирйусселниң йавропа иттипақида дигитал сода ишлирини раваҗландуруш үчүн интернет чәклимилирини бикар қилғанлиқини хәвәр қилди.

ла вангурдийа(La Vanguardia) гезити, алий сот мәһкимисиниң һәптиниң үч күнини1-өктәбир делолирини бир тәрәп қилишқа аҗратқанлиқини билдүрди.

пренса латина гезити (Prensa Latina), куба пирезиденти мигуелниң дийаз-канел 10-йанварда венезуелани зийарәт қилидиғанлиқини йазди.

билд гезити (Bild), германийәдә шиддәтлик йағқан қарниң күндилик турмушқа сәлбий тәсирләрни елип келиватқанлиқини  оқурмәнлири билән ортақлашти.

әл һайат гезити, «доналд трамп: сүрийәдики әскәрлиримизни бир қетимдила чекиндүрүп чиқмаймиз вә даешқа қарши зәрбә беришни давамлаштуримиз, деди»сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

спейгел гезити (Spiegel), җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң америка пирезиденти доналд трампниң сүрийәдики әскәрлирини чекиндүрүп чиқишни қарар қилип толиму тоғра иш қилғанлиқини дегәнликини хәвәр қилди.

әлқудс гезити, «әрдоған: америка вә русийә билән сүрийәдә һәмкарлиқ орниталайдиған йеганә дөләт түркийәдур, деди»сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

суддутсче зейттуң (Süddeutsche Zeitung) гезити, түркийәниң сүрийәдә тинчлиқ бәрпа қилиш хизмитидә актип рол ойнашни халайдиғанлиқини оқурмәнлириниң диққтигә тәқдим қилди.

ла фигаро (Le Figaro) гезити, фирансийәниң сүрийәдики әскири күчиниң америка әскәрлириниң сүрийәдин чекинип чиқиши билән аҗизлап кәткәнликини йазди.

ле монде (Le Monde ) гезити, «миср исраилийә билән болған һәрбий мунасивитини етирап қилип қийин әһвалға чүшүп қалди»сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

спутник (Sputnik)гезити «идлиб мәсилиси тоғрулуқ русийә вә иранниң түркийәдики әлчилири түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилди»сәрләвһилик хәвиридә, « русийә, иран вә түркийәниң һамийлиқида өткүзүлгән астана сөһбәтлири даирисидә тоқунушмаслиқ райони елан қилинған идлибтә, әсәд қисимлириниң һәрбий һәрикәт қозғишиға әнқәрә қаттиқ наразилиқ билдүрди. бу сәвәбтин идлиб мәсилиси тоғрулуқ русийә вә иранниң түркийәдики әлчилири түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилди. »

түрк-рус интернет тор бети мундақ мәзмунда хәвәр қилди: «фәнәрбаһчә бүгүн кәчтә москвада киһимки васкитбол командиси билән мусабиқигә чүшиду, биләтләр интернеттә аллибурун сетилип болди, москва командиси фәнәрбаһчә командисиға саһибханлиқ қилиду, түрк һава йоллири ширкитиниң қоллишида өткүзүливатқан йавропа бирләшмә мусабиқилириниң 17-һәптисидә фәнәрбаһчә командиси русийәниң киһимки васкитбол командиси билән мусабиқилишиду. »


خەتكۈچ: #Le Figaro , #Le Monde

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر