23.11.2018

бу һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1093803
23.11.2018

түркийә авази радийоси: германийәниң «Frankfurter Allgemeine Zeitung» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисиниң сәлаһиттин дәмирташ һәққидики қарариниң иҗра күчигә игә әмәсликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

американиң «AP» хәвәр агентлиқи, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң доналд трамп һөкүмитиниң йуқири дәриҗилик мәсуллириға тәләп йоллап, фәтһуллачи террорлуқ тәшкилатиға четишлиқ кишиләрниң түркийәгә қайтуруп берилиши керәкликини тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

әнглийәниң «Reuters» хәвәр агентлиқи, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң сәуди әрәбистанлиқ жуналист җәмал қашиқҗи делосиниң тәкшүрүлишидә, сәуди әрәбистанниң түркийә билән толуқ, қанаәтлинәрлик һәмкарлиқ орнатмиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «Interfax» хәвәр агентлиқи, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түркийәниң русийә билән «S-400» башқурулидиған бомба системисини сетивелиш келишимини тамамлап болғанлиқини вә келишимни һәргизму әмәлдин қалдурғили болмайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хитайниң «хәлқ гезити», хитайниң сичүән һава йоллири ширкитиниң алдимиздики йил (2019) 1майдин башлап чиңдавдин истанбулға бивастә учушни пиланлиғанлиқини, бирип келиш шәклидә һәптидә 4 қетим сәпәр қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «Le Monde» гезити, хәринә вә малийә ишлири министири бәрат албайрақниң түркийә иқтисадиға қилинған һуҗумларниң чекиндүрүлгәнликини тилға елип, иқтисадниң тез сүрәт билән өрләшкә башилғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «Kommersant» гезити, русийә тәбиий газини қара деңиз вә түркийә арқилиқ йавропаға йөткәйдиған «түрк еқими лайиһәси» ниң деңиздин өтидиған қисминиң тамамланғанлиқини вә дағдуғилуқ бир мурасим билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә русийә пирезиденти владимир путинниң бирликтә ечилиш линтисини кәскәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «Ria Novosti» хәвәр агентлиқи, җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калинниң «түркийә билән русийә идлибтә уруш тохтитишни әмәлгә ашуруп, нсанийәткә хилап балайи - әпәтни тосуп қалди» дегәнликини хәвәр қилди.

иранниң «Fars» хәвәр агентлиқи, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи бинали йилдиримниң америка тәрипидин иранға қилиниватқан иқтисадий бесимларни тәнқид қилип, бу ишниң ғәрбий асийа райониниң вәзийитигә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқни ейтқанлиқини хәвәр қилди.

американиң «AP» хәвәр агентлиқи җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калиндин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бу қетимқи G-20 дөләтләр гуруһи йуқири дәриҗилик рәһбәрләр йиғинида, сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәммәд бин сәлман билән көрүшидиған йаки көрүшмәйдиғанлиқиниң соралғанлиқини, ибраһим калинниң болса: «пирограммиға қараймиз, бәлки мумкин» дегәнликини хәвәр қилди. 

русийә авази радийоси, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң йавропа ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасәтлири алий вәкилий федерика моғрини билән шундақла қошнидарчилиқ вә кеңийиш музакирилиригә мәсул, йавропа иттипақи комессари җоһаннес һан билән көрүшкәнликини, террорлуққа қарши күрәшниң барлиқ тәрәпләр үчүн муһим икәнликини тәкитләп: «йавропа иттипақидин террорлуққа қарши күрәштә конкрет йардәмләрни күтимиз» дегәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر