чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 22.11.2017

бу һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

852552
чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 22.11.2017

әзәрбәйҗандики APA хәвәр агентлиқи « әрдоған: әсәд һелиһәм һакимийәтниң бешида болса бунчивела қан немишқа төкүлди, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң гурупа йиғинида сөз қилип: <америкиниң оттура шәрқтики сийасәтлириниң хата икәнликини давамлиқ күнтәртипкә елип кәлдуқ>деди. әрдоған америкиниң ғәризиниң башқа икәнликини әскәртип мунуларни деди: <америка террорлуқ тәшкилати даешқа қарши уруш қиливатқанлиқини дәп келиватқан болсиму, лекин қорал қачиланған нурғун аптомобилларни сүрийәгә әвәтиватиду, немә үчүн мушундақ қиливатсиләр?силәр немә үчүн террорчиларға қорал әвәтисиләр?биз әслидә буниң сәвәбини толиму йахши билимиз, тәдбиримизниму мушуниңға асасән алимиз, сүрийәдә әсәд һелиһәм һакимийәтниң бешида туруватиду, бунчивела қан немә үчүн төкүлди? бу йәрдики мәсилә, терроризимға қарши туруш йаки демократийә бәрпа қилиш вәйаки мәзлумларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш әмәс. биз қошнилиримизниң мүшкүл әһвалға чүшүп қелишиға қарап туралмаймиз.»

ирандики ириб интернет бети «иран, русийә вә түркийә ешип қалған террорчиларни тазилаш мәсилисидә бирдәклик һасил қилишти»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «русийә армийә баш қоманданлиқ иштаби башлиқи влерий герасимов,  иран армийә қоманданлиқ иштаби башлиқи муһәммәд бақири вә түркийә армийә баш қоманданлиқ иштаби башлиқи һулуси акар билән русийәниң сочи шәһиридә көрүшти. үч рәһбәр йиғинда сүрийәниң  нөвәттики вәзийити, ешип қалған террорчиларни тазилаш вә тоқунушни пәсәйтиш районида өз-алақини күчәйтидиған тәдбирләр билән сүрийәдики сийасий киризискә чарә тепиш қатарлиқ мәсилиләрдә музакирә өткүзди. русийә мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта сүрийәниң идлибкә қарашлиқ тоқунушни пәсәйтиш районида өз-ара алақини күчәйтиш вә террорлуқ тәшкилатлири даеш вә әл-нусрадин ешип қалған террорчиларни тазилаш мәсилисидә бирдәклик һасил қилинғанлиқи әскәртилди.»

русийәдики рийа новости хәвәр агентлиқи «йавропа комитети әзаси: йавропа иттипақи көч мәсилисидә түркийә билән конкрет нәтиҗиләргә еришти, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «йавропа иттипақи комитети көч ишлири вә пуқралиқ комиссари димитрис аврамопослос йавропа иттипақиниң көч вә бихәтәрлик мәсилилиридә түркийә билән конкрет нәтиҗиләргә еришкәнликини ейтти. түркийә билән йахши һәмкарлиқ мунасивитигә игә икәнликлирини әскәрткән аврамопослос мундақ деди: түркийәдә 3 милйондин артуқ мусапир бар вә йавропа иттипақи түркийәни малийә вә сийасий җәһәттин қоллайду.»

америкидики түрк-америка хәвәр тор бети «һөҗҗәтлик филим <мүшүк> америкилиқ киносөйәр билән йүз көрүшти»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «истанбул кочилиридики мүшүкләр тәсвирләнгән һөҗҗәтлик филим <мүшүк> җорҗтевин университетида қойулди. йунус әмрә инистетути вашингитон ишханиси билән америкидики нопузлуқ алий мәктәпләрдин җорҗтевин университети һәмкарлиқи астида җорҗтевин университетиниң кино залида қойулған <мүшүк>намлиқ һөҗҗәтлик филим америкилиқ киносөйәрләрни қизиқишини җәлп қилди. мәзкур һөҗҗәтлик филим һәм истанбулниң һәмдә түрк киночилиқиниң хәлқарда тонулуши җәһәттин рол ойнайдиғанлиқи тәкитләнди.»

фирансийәдики хәлқара хәвәр қанили йавропахәвәрлири «сабиқ еғирлиқ көтүрүш маһири найим сулайманоғло вапат болди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди؛ «олимпик вә дунйа чемпийони найим сулайманоғлу дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй вапат болди. тәнтәрбийә мутәхәсислириниң қаришичә <әң мунәввәр еғирлиқ көтүрүш маһири һесаблинидиған сулайманоғлу еғирлиқ көтүрүшни 1977-йили мәшиқ қилишқа башлиди, еғирлиқ көтүрүш түри бойичә 3 олимпик, 8 дунйа чемпийони болған найим сулайманоғлу 46 қетим дунйа рекортини бузуп ташлиди. <күчтүңгүр һәркүл>дәп тәрипләнгән найим сулайманоғлу 1988-йили мәшһур таймиз журнилиниң муқависида рәсими чиқти, сулайманоғлу истанбулда йәрликигә қойулди. »



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر