чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 25.10.2017

бу һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

833866
чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 25.10.2017

америкидики AP хәвәр агентлиқи «түркийә идлиб һәрбий һәрикитини ахирлаштуридиғанлиқини билдүрди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сүрийәниң идлиб районида тоқунушсиз  җай  бәрпа қилиш пиланиниң көп қисминиң вуҗудқа чиққанлиқини ейтти. парламенттики һакимийәт партийәсиниң парламент әзалириға хитаб қилған әрдоған кейинки қәдәмниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийә гумаштиси болған п й д-й п г ниң тизгини астидики африн болидиғанлиқини әскәрткән әрдоған мундақ деди: алдимизда африн мәсилиси бар, бурунму дегинимиздәк бир күни туйуқсиз келип зәрбә беришимиз мумкин, бу қетимму туйуқсиз келишимиз мумкин.»

ирандики парс тудәй ( Parstoday) тор бети «әрдоған қатар ташқи ишлар министирини қобул қилди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатар ташқи ишлар министири шәйх муһәммәд бин абдураһман әл санини җумһур рәислик сарийида қобул қилди. ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму қатнашқан көрүшүштә икки дөләт мунасивәтлирини күчәйтиш мәсилиси күнтәртипкә кәлди. бу арилиқта түркийә билән қатар минситирлар сәвийәсидә истиратегийәлик алий комитети йиғини өткүзди, қатар һәйитигә қатар ташқи ишлар минситири башчилиқ қилған болса, түркийә һәйитигә мәвлүт чавушоғлу башчилиқ қилди.»

русийәдики независимайа (Nezavisimaya) гезити «новак түрк еқими тәбий газ туруба линийәсиниң келәчики үстидә тохталди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни нәқил қилди: «русийә енергийә ишлири министири александир новак <түрк еқими>тәбиий газ туруба линийәси лайиһәсиниң икки линийәсидә 370 километирлиқ мусапәниң йасилип болғанлиқини билдүрүп мундақ деди: әң қисқа вақит ичидә қуруқлуқтин өтидиған өтүш линийәси мәсилисидә келишим һасил қилиниши керәк, 2018-йили декабирғичә хизмәтләр тамлиниши лазим.»

русийә авази «қазанда чақирилған түрк-рус һөкүмәтләрара иқтисадий комитети йиғинида муһим қарарлар елинди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «татаристанниң пайтәхти қазанда чақирилған түрк-рус һөкүмәтләрара иқтисадий комитети йиғинида муһим қарарлар елинди. икки дөләт түрк еқими тәбиий газ туруба линийәси лайиһәсидә  бу йилниң ахириғичә иккинчи линийәниң қуруқлуқ қисмиға мунасивәтлик келишимини имзалаш мәсилисидә бирдәклик һасил қилишти. йиғинға түркийәгә вакалитән қатнашқан ниһат зәйбәкчи русийә билән түркийә оттурисида 2015-йили нойабирдин кейин қойулған чәклимиләрниң пүтүнләй бикар қилинғанлиқини әскәртти. зәйбәкчи икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисини 100милйард долларға йәткүзүш нишани барлиқини билдүрүп мундақ деди: икки дөләтниң йәр асти вә йәр үсти байлиқлирини, ишләпчиқириш алаһидиликлирини вә йөткәш-истемал торлирини бирләштүргән вақитта 100 милйард долларлиқ сода нишаниға йетәләймиз.»

русийәдики TASS хәвәр агентлиқи «русийә қатнаш минстирлиқиниң түркийәниң шопурларға виза бәлгилимисини бикар қилиш тәклипигә пикри йоқ»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «русийә қатнаш ишлири муавин министири виктор олерский русийә федратийәси қатнаш ишлири министирлиқиниң түркийәниң узун йоллуқ қатнаш шопурлириға виза бәлгилимиси қойулмаслиқ тәклипигә қарши әмәсликини билдүрди. олерский мундақ деди: узун йоллуқ қатнаш шопурлириға визисиз бәлгилимиси қойулмаслиқиға қарши әмәсмиз, бу җәһәттики позитсийәмизни түркийә йәткүздуқ, әлвәттә уларму буниңға қарши әмәс, чүнки улар өзлири илтимас қилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر