чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 11.10.2017

бу һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

824598
чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 11.10.2017

америкидики таратқу оргини AP «әрдоған тутулған америка консолха хадиминиң җасос икәнликини, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә даирилири тәрипидин тутулған америка консолханисиниң хадиминиң җасос икәнликини, шуңа түркийәниң мушундақ <ички тәһдит> алдида чоқум тигишлик қәдәмләрни ташлаш һоқуқи барлиқини әскәртти. сирбийәниң пайтәхти белградта мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән әрдоған йәнә мундақ деди: бу җасослар америка консолханисиға қандақ соқунуп кирди? әгәр улар соқунуп кирмисә уларни ким бу җайға орунлаштурди?»

русийәдики рийа носости (RİA NOVOSTİ) гезити «түркийә баш министири идлибтә оқ чиқиришни тохтитишни назарәт қилидиған орунларниң бәрпа қилинидиғанлиқини , деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «баш министир бинали йилдирим түркийә әскәрлириниң идлибтә оқ чиқиришни тохтитиш келишимигә риайә қилип қилмиғанлиқини назарәт қилидиған орунларниң бәрпа қилиниши үчүн 8-өктәбирдин буйан истихбарат хизмәтлириниң елип бериливатқанлиқини билдүрди. адаләт вә тәрәққийат партийәси парламент гуруппа йиғинида сөз қилған йилдирим әнқәрә билән вашингтион оттурисида йүз бәргән дипломатик киризсидин кейин түркийә пуқралириға виза беришни тохтатқанлиқини җакарлиған америкиниң бу ишиниң икки дөләт оттурисидики истиратегийәлик һәмкарлиққа тоғра кәлмәйдиғанлиқини ейтти.»

ирандики ирана агентлиқи «әрдоған җәнубий чеграйимизда террорлуқ каридори бәрпа болушиға қәтий йол қоймаймиз, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң җәнубий чеграси вә сүрийәниң шималий районлирида террорлуқ каридориниң бәрпа болушиға қәтий йол қоймайдиғанлиқлирини әскәртип мунуларни қәйт қилди:< бу җайларда дөләт қуруш үчүн җиддий хизмәтләр елип бериливатиду. һазир бу ишқа сүкүт қилсақ кәлгүсидә рәсмий дөләт шәкиллиниду>, сүрийәниң идлиб шәһиридики тоқунушмаслиқ райониға әскәр әвәтилидиғанлиқини пуритип өткән әрдоған сөзини давамлаштуруп мундақ деди: бу җәһәттә һәр қандақ бир мәсилә йүз бәрмәстин бизниң қоллишимиз вә сүрийә әркин армийәсиниң һәмкарлиқи астида хизмәтләр оңушлуқ елип бериливатиду.»

русийәдики хәвәр вә радийо агентлиқи Sputnik «сентәбирдиму истанбулни сайаһәт қилған чәт әллик сайаһәтчи сани йаз ейидикигә охшашла көп болди»сәрләвһилик хәвиридә муну учуларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «истанбул 9 ай ичидә тәхминән 8 милйон чәт әллик сайаһәтчигә саһибханлиқ қилди, сентәбирдә истанбулни сайаһәт қилған чәт әллик сайаһәтчи сани бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанада %30 ашти, истанбул сентәбирдә 1 милйон 45миң 896 чәт әллик сайаһәтчигә саһибханлиқ қилди, бу йилниң дәсләпки 9 ейида истанбулни сайаһәт қилған чәт әллик сайаһәтчи сани бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %13 ашти, истанбул бу йил йанвардин сентәбирғичә болған мәзгилдә 7 милйон 997миң 982 чәт әллик сайаһәтчини күтүвалди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر