2 – нөвәтлик истанбул маарип йиғини ахирлашти

түркийә маарип фонди тәрипидин чақирилған «2 – нөвәтлик истанбул маарип йиғини» ахирлашти.

1903233
2 – нөвәтлик истанбул маарип йиғини ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә маарип фонди тәрипидин TRT ниң учур - алақә җәһәттин қоллиши билән чақирилған, 7 дөләтниң маарип министирлири вә дунйаниң һәрқайси җайлиридин маарип саһәсидики мутәхәссисләшкән кәспий органлирини  «мәктәпләрниң келәчики, ‹ковид – 19› йуқумидин кейинки тәлим – тәрбийәгә болған еһтийаҗ» темисида бир йәргә җәм қилған «2-нөвәтлик истанбул маарип йиғини» ахирлашти. бағларбаши қурултай вә мәдәнийәт мәркизидә чақирилған йиғинниң иккинчи вә ахирқи күниниң тунҗи олтурушида, «ковид әвладлириниң келәчики», иккинчи олтурушида болса, «өзгичә маарип» темилири музакирә қилинди.

йиғининиң ахирқи олтурушида, «маарип саһәсидә таллаш характерлик издинишләр» темиси муһакимә қилинди. истанбул мәдәнийәт университети оқутқучиси дотсент доктор өмәр авҗи рийасәтчиликидә ишқа ашурулған олтурушта, EdX сода тәрәққийат ишлири бөлүминиң мәсули җон швартиз, Coursera for Campus  йәр шариви ишлар бөлүминиң мәсули скот ширеман, мармара университети оқутқучиси пирофессор доктор кәмал сайар, пешавар университети маарип җәмийәтшунаслиқи вә оқутқучилар маарипи пирофессори сәййид мунид әһмәд, африқа тәрәққийат университетиниң мудири қадир каней қатарлиқлар нутуқ сөзлиди.

«байлар билән намратлар оттурисидики пәрқни түгитиватимиз»

«ковид – 19» йуқумидин кейин маарип системисида бирдинла тор маарипи моделиға өтүлгәнликини әскәрткән  EdX сода тәрәққийат ишлири бөлүминиң мәсули җон швартиз, бу сайида маарипниң көп санда саһәгә кеңәйтилгәнликини тәкитләп мундақ деди: «силәрниң йениңларға келип, харвард вә MIT та оқуғучиларға берилидиған дәрсләр дунйадики һәрқандақ кишигә һәқсиз берилиду, десәм, силәр буниңға қандақ инкас қайтураттиңлар? бир өмүр өгиниш екологийәси системисини һәммә җайда, һәммә һадәмгә сунуватимиз. болупму бу даңлиқ мәктәпләргә кирәләйдиған әқиллиқ вә бай кишиләр билән кирәлмәйдиғанлар оттурисидики пәрқни түгитиватимиз. бүгүнки күндики маарип системисида биз буни қобул қилишимиз, тәрәққий қилишимиз вә буниңдин йахши пайдилинишимиз керәк.»

«үч һәптә ичидә милйонлиған оқуғучилар бир кунупкини бесипла тор маарипиға өтти.»

йирақ мусапилик маарипниң йүзтуранә маарипниң орнини басалайдиған йаки басалмайдиғанлиқи мәсилиси тоғрилиқму тохталған швартиз, мундақ дәп көрсәтти: «мән бу соални өзүмдин наһайити көп сордум. шундақ, башқа таллаш йоллири ечилди. үч һәптә ичидә милйонлиған оқуғучилар бир кунупкини бесипла тор маарипиға өтти. ‹ковид – 19› йуқуми җәрйанида буниң моһимлиқини тәкитлидуқ. буни кәйнигә сүргәнләрму болди. кишиләр буниң қандақ тәрәққий қилидиғанлиқини билмәйтти. чүнки улар буниң тәсирини чүшәнмәйтти, ‹ковид – 19› йуқуми шундақ қорқунчлуқ иш болсиму, әмма алға силҗиш қәдимимиз иди, дунйаниң һәрқайси җайлирида мән тонуйдиғанларниң һәммиси мәлум шәкилдә тор маарипидин бәһримән болди.»

«тор маарипи нурғун саһәләрдә йахши васитидур.»

Coursera for Campus  йәр шариви ишлар бөлүминиң мәсули скот ширеман болса, тор маарипиң муһимлиқини тәкитлиди.

тор маарипниңму пайдилиқ тәрәплириниң барлиқини әскәрткән ширеман, мундақ деди: «тор маарипи нурғун саһәләрдә йахши васитидур. биринчидин, маарип хизмити суниду. дәрвәқә бу университет оқуғучилириғиму пайдилиқ. чүнки бу сизгә илгири сунулуп бақмиған қолайлиқларни йаритип бериду. тор маарипниң қисмән пайдилиқ тәрәплири бар. мәсилән, йүзтуранә маарипқа селиштурғанда, тор маарипи техиму йахшидур. җүмлидин, булар бир - бирини риғбәтләндүридиған вә қоллайдиған системилардур. нөвәттә биз оқуғучиларни нәзәрдә тутқан һалда һәм йүзтура һәм тор маарипини тәрәққий қилдуруватимиз.»

йиғин даирисидә, түркийә маарип фонди тәрипидин чақирилған 3 – нөвәтлик маарип фото сүрәт мусабиқиси мукапатлири тарқитилди. мусабиқидә, пакистандин шаҗар зәһра биринчиликкә, бурундидин раниа һәсән иккинчиликкә, афғанистандин мустафа рәҗәби үчинчиликкә еришти. мукапатқа еришкәнләргә, мукапатлирини, түркийә маарип фонди иҗраийә һәйитиниң мәсули пирофессор доктор бирол ақгүн тәқдим қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر