шиветсийәдә данийәлик оңчил рәһбәр қуран кәримни көйдүрди

шиветсийәниң линкопиң шәһиридә данийәлик әсәбий оңчил қаттиқ йөнилиш һәрикитиниң рәһбири расмус палудан, сақчиларниң қоғдиши астида қуран кәримни көйдүрди.

1812614
шиветсийәдә данийәлик оңчил рәһбәр қуран кәримни көйдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: палудан, сақчиларниң һәмраһлиқида линкопиң шәһиридә мусулманлар олтурақлашқан райондики бир мәйданға барди. андин у, қолидики қуран кәримни йәргә қойуп, наразилиқларға писәнт қилмастин, муқәддәс китабқа чақмақ билән от туташтуруп, қуран кәримни көйдүрди.

мәйданға топланған тәхминән  200 кишилик гуруппа, палуданға қаттиқ наразилиқ билдүрди, һәмдә ирқчи рәһбәрниң иғвагәрчиликигә йол қойулмаслиқи тоғрулуқ сақчиларға чақириқта болди.

сақчиларниң бу чақириқларни рәт қилиши сәвәбидин мәйданда вәқәләр йүз бәрди. мәзкур гуруппа йолни тақиди вә сақчиларға ташлар билән һуҗум қилди.

охшимиған рәңләр партийәсиниң рәиси микаил йүксәл, ирқчи ислам дүшмини палуданниң, сақчиларниң қаттиқ қоғдиши астида шиветсийәниң охшимиған шәһәрлиридә қуран кәримни көйдүрүш иғвагәрчиликлирини давамлаштуруватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта,  қуран кәримни көйдүрүш үчүн,  болупму мусулманлар йашаватқан мәһәллиләр вә җамәләрниң йеқин әтраплирини таллаватқан палуданға йол қойулуватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «кишилик һоқуқ, дин вә виҗдан әркинлик әң йүксәк сәвийәдә қоғдилидиған шиветсийәдә, сақчиларниң қоғдиши астида мусулманлар йашаватқан мәһәллиләрдә қуран кәрим көйдүрүлүватиду. сақчилар, мусулманларни көз алдилирида муқәддәс китаблириниң көйдүрүлүшини соғуққанлиқ билән көзитишкә чақирмақта.  буниң қандақларчә әқлини йоқитиш икәнликини һеч чүшинәлмәйватимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر