учур - алақә ишлири идариси «малазгирт зәпири» ни видео арқилиқ тәбриклиди

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идариси, түркләргә анадолуниң дәрвазлирини ачқан «малазгирт зәпири» ни 950 – йилллиға беғишнилип тәййарланған видео арқилиқ тәбриклиди.

1697682
учур - алақә ишлири идариси «малазгирт зәпири» ни видео арқилиқ тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, «малазгирт зәпири» ниң 950 – йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән мәхсус тәййарланған видеони аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә һәмбәһирлигән учурида, мундақ деди: «<малазгирт зәпири> ниң 950 – йиллиқи мунасивити билән анадолуниң пәтһи қилғучиси, мәшһур қомандан султаб алпарсланни вә әзиз шеһитлиримизни чәксиз иптихар вә миннәтдарлиқ туйғуси ичидә йад етимән.»

«анадолу бар болса, бизму бар» темилиқ видео, 1 минут 45 секунт давамлишиду.

султан алпарсланниң мислисиз зәпәр алдида қилған, «йа зәпәр қучуп, улуғвар нишанимға йетимән, йаки шеһит болуп, җәннәткә сәпәр қилимән» тәриқисидики сөзлири билән башланған видеода, «малазгирт зәпири» дин тартип «мустәқиллиқ уруши» ғичә болған дәврләрдә анадолу үчүн қилинған  күрәшләр тонуштурулиду.

видео, «буниңдин 950 йил бурунқи һайаҗанидин һечнемини йоқатмастин, тәбиий мәнзирилири билән, әзизхәлқи билән тәңдашсиз болған бу земин парчисини бағриға басқан, көз қарчиғудәк асриған миллитимиз, анадолуниң вәтән қилинишиниң чәксиз һайаҗаниға чөммәктә, <малазгирт зәпири> миз қутлуқ болсун.» сөзлири билән тамамлиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر