хитайниң  аләм бошлуқида кардин чиқип, от кәткән ракетасиниң парчилири һинди окйанға чүшти

хитай аләм понкитиниң йадролуқ моделини орбетаға елип бериш үчүн қойуп берилгән вә контроллуқини йоқитип атмосферада парчилинип кәткән «узун сәпәр 5B» ракетасиниң парчилириниң малдивеға йеқин һинди окйанниң мәлум җайлириға чүшкәнлики елан қилинди.

1636806
хитайниң  аләм бошлуқида кардин чиқип, от кәткән ракетасиниң парчилири һинди окйанға чүшти
çin mars 04.jpg
çin uzay aracı.jpg

түркийә авази радийоси хәвири:  хитайниң аләм қатниши инженерлиқ ишханиси байанат елан қилип, 29-апрелда  аләм бошлуқиға қойуп берилгән вә парчилиништин кейинки қалдуқлириниң көпинчисигә атмосферада көйүп кәткән «узун сәпәр 5B»  намлиқ ракетасиниң башқа қалдуқлириниң һинди окйанға чүшкәнликини билдүрди.

байанатта, ракетаниң бейҗиң вақти әтигән саәт 10:24  (әнқәрә вақти әтигән 05:24) әтрапида малдивеға йиқин җайға чүшкәнлики уқтурулди.  

ракетаниң орнини из қоғлап көзитип келиватқан «SpaceTrack.com» тор бетиму «узун сәпәр 5B»  намлиқ хитай ракетасиниң чүшкәнликини дәлиллиди.

хитай аләм понкитиниң тунҗи парчиси шундақла йадролуқ модели тйәнхини аләм бошлуқиға елип чиқиш үчүн 29 – апрелда  «узун сәпәр 5B»  намлиқ ракета қойуп берилгән иди.

ракета қойуп берилгәндин кейин тйәнхи модели ракетадин айрилип пиланланған орбетаға киргән иди.

ракетаниң асаслиқ чоң гәвдиси әслидә контроллуқ астида йәршарида алдин пиланланған нуқтиға йетип бериши керәк иди, лекин күтүлмигәндә хитай ракетаси аләм бошлуқида кардин чиқип, от кәткән вә парчилинип кәткән иди.


خەتكۈچ: #ракета , #хитай

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر