айасофйа җамәсидә тунҗи қурбан һйет намизи оқулди

аридин 86 йил өткәндин кейин айасофйа җамәсидә тунҗи қурбан һйет намизи оқулди.

1464959
айасофйа җамәсидә тунҗи қурбан һйет намизи оқулди
ayasofya namaz2.jpg
ayasofya namaz1.jpg
ayasofya namaz.jpg
cami namaz.jpg

 түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә вә ислам дунйасида уда 4 күн давамлишидиған қурбан һйетни тәбрикләш паалийәтлири «вухән вируси» ниң көләңгиси астида башланди.

түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи пирофессор доктор әли әрбашниң имамәтчиликидә айасофйа җамәсидә оқулған қурбан һйет намизини,  җамәниң ичи вә әтрапини толдурған миңларчә кишидин тәшкил тапқан җамаәт, иҗтимаий мусапә вә тазилиқ бәлгилимилиригә риайә қилған асаста ада қилди.

әрбаш, қурбан һйет хутбисидә мундақ деди: «һейтимизниң һузуридин һәммимиз бирликтә бәһримән болайли. бирақ, кесәлликләрниң тарқилип кетишигә сәвәб болуп, бу қиммәтлик күнләрни қайғу – һәсрәткә айландурувәтмәйли. маска тақаш вә бихәтәр иҗтимаий мусапә бәлгилимисигә риайә қилайли. һейт күнлиридә вә йуқум мәзгилидә қол елишип көрүшүш, қучақлишип көрүшүшни тохтитип қойайли. җанабий аллаһ һәммимизни түрлүк балайиапәтләрдин өз панаһида сақлиғай, йуқумлуқ кесәлликләрдин, уруш вә азаб – оқубәтләрдин халас қилғай, сан – санақсиз бәрикәтлик байрамлар билән учришишқа несип қилғай. аллаһниң салами, рәһмити, икрами вә инайити һәммимизгә болсун. қурбан һйетимизға мубарәк болсун!»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر