афғанистанда бомба һуҗуми йүз бәрди

афғанистанниң пайтәхти кабулда мустәқил кишилик һоқуқ комитети әзалирини елип маңған машиниға бомба һуҗуми елип берилди.

1444363
афғанистанда бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мустәқил кишилик һоқуқ комитетида елан қилинған байанатта, пул-чархи районида йүз бәргән һуҗумда, комитетниң икки нәпәр әзасиниң қаза қилғанлиқи әскәртилди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر