иран пирезединти руһаниниң укиси түрмигә ташланди

иран пирезединти һәсән руһаниниң бир мәзгил мәслиһәтчилик вәзиписини өтигән укиси һусәйин феридон чириклик җинайити билән әйиблинип, сотта 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин кейин, җазасини иҗра қилиш үчүн түрмигә йолланди.

1289166
иран пирезединти руһаниниң укиси түрмигә ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң йерим рәсмий хәвәр агетлиқи «Tesnim» ниң хәвәрлиригә асасланғанда, һусәйин феридон җазасиниң иҗра қилиниши үчүн пайтәхт теһрандики әвин түрмисигә йолланған.

иран сот мәсуллири тәрипидин майда елан қилинған байанатта, һусәйин феридонниң чириклик билән әйбилинип, 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи билдүрүлгән болуп, байанатта йәнә, һусәйин феридонниң һөкүмгә наразилиқ билдүрүп, алий сотқа әрз қилғанлиқи қәйт қилинған иди. ахирида сот байанатчиси ғулам һусәйин исмаили 1өктәбирдә елан қилған байанатида, алий сотниң һусәйин феридунға берилгән 7 йиллиқ қамақ җазасини 5 йилға чүшүргәнликини уқтурған иди.

байанатчи ғулам һусәйин исмаили феридунниң пара алғанлиқи түпәйли җазаға тартилғанлиқини елан қилған иди. 

һусәйин феридун 1989йилидин 1997йилиғичә иранниң куалалампуда турушлуқ баш әлчиси болуп вәзипә өтигән иди. акиси пирезидент һәсән руһаний болса, өктичиләр тәрипидин «чириклик, парихорлуқ вә бир банкиға мудир тәйинлинишгә йолсизлиқ билән арилишиш» қатарлиқлар җинайәтләр билән әйибләнгән иди. бу әйибләшләр болупму 2017йилидики пирезидентлиқ сайлимидин илгири өктичиләр тәрипидин көп қетим күнтәртипкә елип келингән иди.

һусәйин феридун 2017йили ийул ейида бир чириклик делоси даирисидә назарәткә елинған, бирақ қисқа вақиттин кейин капаләткә қойуп берилгән иди.

пирезидент һәсән руһанийниң йеқинлири һусәйин феридунға қаритилған әйибләшләрниң сийасий мәқсәтлик икәнликини илгири сүрүшкән иди.

иран пирезиденти һәсән руһаний 1979йилидики ислам инқилабидин илгири әслидики «феридон» дегән фамилисини «диний зат» дегәнни билдүридиған «руһани»ға өзгәртивалған иди.   

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر