бүгүнки намайишта хоңкоңни хитайдин мустәқил қилиш һәрикитиниң лозинкиси ечилди

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий районида һөкүмәт тәрипидин маска тақашни чәкләш қануни йолға қойулғанлиқиға қаримастин, бүгүн йүзлигән маскилиқ намайишчи намайиш өткүзди.

1284951
бүгүнки намайишта хоңкоңни хитайдин мустәқил қилиш һәрикитиниң лозинкиси ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: өткән йили қамаққа елинған лекин алий сотқа әрз қилғанлиқи үчүн бүгүн қайтидин сот қилинмақчи болған бир хоңкоңлуқ кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң сот әснасида, мәһкимә алдида маскилиқ намайишчилар намайиш өткүзди. хоңкоң йуқири сот мәһкимиси алдида йүзлигән киши топлашти.

 2016йили йүз бәргән бир қетимлиқ намайишта сақчилар билән намайишчилар оттурисидики тоқунушниң чиқишида муһим рол ойниғанлиқи илгири сүрүлүп, 2018йили ийун ейида 6 йиллиқ қамақ җазаси берилгән едвард лейуң исимлик паалийәтчиниң соти җәрйанида, намайишчилар хитайға қарши шоарлани товлиди.

намайишчилар лейуңниң қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқиға қаттиқ назарилиқ билдүрүп, униң қойуп берилишини тәләб қилди.

намайшчилардин бәзиләр хоңкоңниң хитайдин мустәқил болушини тәләп қилидиған мәлум бир һәрикәт рәһбириниң рәсими чүшүрүлгән чоң лозункиларни ачти.

җәнубий хитай сәһәр почтиси гезитиниң хәвәр қилишичә, намайиш җәрйанида бәзи метро бекәтлириниң еғир зийанға учриғанлиқи сәвәбидин мулазимәт қилмиғанлиқи уқтурулған.

алақидар мәсуллар кисин тоң мәркизи бекитиниң пүтүнләй өрүлүп чүшкәнликини вә хизмәттин тохтитилғанлиқини елан қилған.

намайиш чәрйанида, метро бекитиниң мулазимәттин тохтитилишиға наразилиқ билдүрүп, бәзи метро бекәтлириниң кириш еғизиға от қойуп бәргән намайшичиларниң, метро бекәтлириниң деризилирини вә елан тахтилирини чеқип, биләт оқуш үскүнилиригә зийан салғанлиқи, от өчүрүш әсваплирини қомуруп ташлиғанлиқи һәмдә моң коң вә кивун тоң метро бекәтлирини әң еғир зийанға учратқанлиқи илгири сүрүлди.

хоңкоң төмүр йоли идариси шәнбә вә йәкшәнбә күнлири өткүзүлгән намайишларда, намайишчилар еғир зийан салған бекәтләрни қайтидин оңшаш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر