иман ейтип йахши иш қилмиғанларниң ейтқан имани әсқатмайдиған күн

пәрвәрдигариңниң бәзи аламәтлири кәлгән күндә илгири иман ейтмиғанларниң йаки иман ейтип йахши иш қилмиғанларниң ейтқан имани пайдисиз болиду.

1273727
иман ейтип йахши иш қилмиғанларниң ейтқан имани әсқатмайдиған күн

улар пәқәт (өлүм) пәриштилириниң йаки пәрвәрдигариңниң йаки пәрвәрдигариңниң (қуйашниң мәғрибтин чиқишидин ибарәт) бәзи аламәтлириниң келишинила күтиду. пәрвәрдигариңниң бәзи аламәтлири кәлгән күндә илгири иман ейтмиғанларниң йаки иман ейтип йахши иш қилмиғанларниң ейтқан имани пайдисиз болиду. «(силәр өзүңларға келидиған ишларни) күтүңлар, бизму әлвәттә күтимиз» дегин[158]. динида бөлгүнчилик қилип түрлүк пирқиләргә айрилғанлардин сән ада ـ җудасән؛ уларниң иши пәқәт аллаһқила хастур (йәни аллаһниң башқурушидидур), кейин (йәни ахирәттә) аллаһ уларниң қилмишлирини өзигә ейтип бериду[159]. бирәр йахшилиқ қилған адәм он һәссә артуқ савабқа игә болиду, бирәр йаманлиқ қилған адәмгә пәқәт униң йаманлиқиға баравәрла җаза берилиду, уларға зулум қилинмайду[160]. (и муһәммәд! бу мушрикларға) ейтқинки, «пәрвәрдигарим мени тоғра йолға йәни тоғра динға, батил динлардин тоғра динға буралған ибраһимниң диниға башлиди, ибраһим мушриклардин әмәс иди»[161]. (и муһәммәд!) ейтқинки, «мениң намизим, қурбанлиқим, һайатим вә маматим (дунйада қилған йахшилиқлирим вә таәт ـ ибадәтлирим) аләмләрниң пәрвәрдигари аллаһ үчүндур[162]. аллаһниң шерики йоқтур, мән мушуниңға (йәни йалғуз аллаһқила халис ибадәт қилишқа) буйрулдум, мән мусулманларниң әввилимән»[163]. (и муһәммәд!) ейтқинки, «аллаһ һәммә нәрсиниң пәрвәрдигари турса, униңдин башқа пәрвәрдигар тәләп қиламдимән?» һәр адәм өзи қилған гунаһқа өзи җавабкар, бир гунаһкар адәм башқа адәмниң гунаһиға җавабкар әмәс (йәни бир адәмниң гунаһи билән башқа бир адәм җазаға тартилмайду). кейин пәрвәрдигариңларниң дәргаһиға қайтисиләр, силәр дәталаш қилишқан һәқ билән наһәқни у силәргә ейтип бериду[164]. аллаһ силәрни (өткәнки үммәтләрниң) орунбасарлири қилди, аллаһ силәрни бәргән немитигә шүкүр қилсун дәп, бәзиңларни бәзиңлардин бирқанчә дәриҗә йуқири қилди, пәрвәрдигариң (асийлиқ қилғучилардин) әлвәттә тез һесаб алғучидур, (итаәт қилғучиларни) әлвәттә мәғпирәт қилғучидур, (уларға) наһайити меһрибандур[165].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر