сәуди әрәбистан һусийларниң учқучисиз һава аппаратини етип чүшүрди

сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлири һусийлар тәрипидин йолланған учқучисиз һава аппаратини етип чүшүрди.

1251591
сәуди әрәбистан һусийларниң учқучисиз һава аппаратини етип чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң «‹ SPA › агентлиқи» ниң иттипақдаш күчлириниң байанатчиси түрки әлмаликиниң байанатини мәнбә көрситип хәвәр қилишичә, һусийлар тәрипидин йолланған учқучисиз һава аппарати етип чүшүрүветилгән. иран қоллаватқан һусийларниң һәрбий ишлар байанатчиси йәһйа сәри илгири бу һәқтә елан қилған байанатида, сәуди әрәбистанниң җәнубиға җайлашқан һамис мушайт шәһиридики падишаһ халид айродурумиға учқучисиз һава аппарати арқилиқ кәң көләмлик һуҗум елип бериватқанлиқлирини билдүргәниди. игилинишичә, йәмәндики һусийлар йеқиндин буйан болупму сәуди әрәбистанниң һава мудапиәси системиси тәрипидин бир тәрәп қилинған оттура вә йирақ мусапилиқ башқурулидиған бомбилардин сирт йәнә, учқучисиз һава аппаратлириниму ишқа селип, җазан вә әбһә айродурумлири қатарлиқ бәзи районларға һуҗум қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر