русийәдики һәрбий базида йүз бәргән партлашта йариланғанларниң сани көпәйди

русийәниң ачинск шәһиригә җайлашқан бир һәрбий базиниң қорал - йарағ – оқ - дора искилатида өткән һәптә йүз бәргән партлашта йариланғанларниң сани 33 кә йәтти.

1251696
русийәдики һәрбий базида йүз бәргән партлашта йариланғанларниң сани көпәйди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә сәһийә министирлиқиниң билдүрүшичә, краснойарск райониға җайлашқан ачинск шәһиридә өткән һәптә йүз бәргән партлашта 33 киши йариланған.

ачиниск шәһиридики һәрбий базиниң қорал - йарағ – оқ - дора искилатида өткән һәптә партлаш йүз берип, бир киши һайатидин айрилғаниди.

өткән һәптә русийәниң арһангелск райониға җайлашқан северодвинск шәһиридики йәнә бир һәрбий базидиму башқурулидиған бомбиниң мотори синақ қилиниватқанда партлаш йүз берип, 5 киши қаза қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر