җәвад зарифниң вәзиписини давамлаштуруши үчүн 150 парламент әзаси имза топлиди

иран парламентидики 150 нәпәр парламент әзаси пирезидент һәсән руһаниниң ташқи ишлар министири җәвад зарифниң истепасини қобул қилмаслиқини тәләп қилди.

1152548
җәвад зарифниң вәзиписини давамлаштуруши үчүн 150 парламент әзаси имза топлиди

түркийә авази радийоси хәвири: парламенттики дөләт бихәтәрлики вә ташқи сийасәт комитети байанатчиси шундақла ислаһатчи парламент әзаси әли нәҗәфи хошруди ахбаратчиларға бәргән байанатида, парламент әзалириниң асаслиқ көп қисминиң ташқи ишлар министири җәвад зарифниң вәзиписини давамлаштурушини халайдиғанлиқини билдүрүп, пирезидент руһаниға бу һәқтә мәктуп йоллиғанлиқини ейтти.

дөләт бихәтәрлики вә ташқи сийасәт комитети әзаси мустафа кевакебийанму зарифниң вәзиписини давамлаштуруши үчүн 150 парламент әзасиниң имза топлиғанлиқини билдүрди.

иран парламентида 290 парламент әзаси бар.

зариф түнүгүн (25-феврал) иҗтимаий таратқу һесабида елан қилған байанатида вәзиписини давамлаштурмайдиғанлиқини билдүргән иди.

иҗтимаий таратқуларда сүрийә пирезиденти бәшшар әсәдниң теһранда түнүгүн елип елип барған зийаритиниң зарифтин хәвәрсиз болғанлиқи вә зарифниң буниңға наразилиқ билдүрүп, истепа бериш қарари алғанлиқиға даир хәвәрләр кәң тарқалған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر