еверист теғи (җомолаңма чоқиси)да  2 чәт әллик тәнтәрбийәчи һайатидин айрилди

дунйаниң әң егиз теғи дәп қобул қилинған еверист теғи (җомолаңма чоқуси) ға йамишиш җәрйанида 2 нәпәр тәнтәрбийәчи һайатидин айрилди.

975596
еверист теғи (җомолаңма чоқиси)да  2 чәт әллик тәнтәрбийәчи һайатидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: непал еверист теғи (җомолаңма чоқиси) мәркизи лагирида хизмәт қилидиған гийанендра ширеста тағ тәнтәрбийәчилиригә йол башлиғучиниң доклатини мәнбә көрситип елан қилған байанатида, еверист теғи (җомолаңма чоқиси)ға йамишиш җәрйанида македонийәлик тағқа йамишиш маһири гҗиори петковниң түнүгүн вә йапонийәлик тағқа йамишиш маһири нобуказу курикиниң бүгүн һайатидин айрилғанлиқини билдүрди.

гийанендра ширеста 35 йашлиқ йапонийәлик маһир курикиниң җәситиниң чедир қурған райондин тепилғанлиқини, 63 йашлиқ меакидонийәлик петкорниң җәситиниң болса, техиму егиз җайдин тепилғанлиқини уқтурди. 

йапонийәлик тағқа йамишиш маһири нобуказу курики буниңдин илгириму еверист теғи (җомолаңма чоқиси)ға йамишишқа көп қетим тиришқан әмма утуққа еришәлмигән вә 2012йилидики йамишишта музлап қелиш сәвәбидин бармақлириниң көпинчисини йоқутуп қойған иди.

йапонийәлик тағқа йамишиш маһири нобуказу курики иҗтимаий таратқу һесабидин һәмбәһирләшкән учурида, һөтәл вә соғуқниң тәсиридин қиейниливатқанлиқини билдүргән болуп, униң өлүминиң сәвәби техичә ениқланмиди.

македонийәлик тағқа йамишиш маһири гҗиори петковниң болса, нәпәс йетишмәслик сәвәбидин һайатидин айрилғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

йәр йүзидин 8 миң 848 метир егизликтики еверист теғи (җомолаңма чоқиси) ға йамишиш җәрйанида, 1920йилдин буйан җәмий 200 дин артуқ киши һайатидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر