аллаһниң әмригә хилаплиқ қилип җазалиништин һәзәр қилиңлар

билиңларки, аллаһ наһайити мәғпирәт қилғучидур, (аллаһтин қорқуп гунаһтин чәкләнгәнләргә) һәлимдур (йәни асийлиқ қилғанларни җазалашқа алдирап кәтмәйду).

675258
аллаһниң әмригә хилаплиқ қилип җазалиништин һәзәр қилиңлар

түркийә авази радийоси: бәқәрә сүриси, 230 – 235 – айәтләр. әгәр (у) уни (йәни хотунини) (үч қетим) талақ қилса, (хотун) башқа әргә тәгмигичә униңға дурус болмайду, кейинки әр уни талақ қилғандин кейин (иддитини тошқузуп), бурунқи әр билән қайта йарашса, үларға һеч гунаһ болмайду. әгәр улар аллаһниң бәлгилимилиригә риайә қилалайдиғанлиқини (йәни қайта йарашқандин кейин йахши өтәләйдиғанлиқини) тәсәввур қилса, бу аллаһниң бәлгилимилиридурки, аллаһ уни билидиған (йәни ишниң ақивитигә пәми йетидиған) қәвм үчүн байан қилиду[230]. силәр айалларни талақ қилған болсаңлар, уларниң иддити тошай дәп қалған болса, улар билән чирайлиқчә йаришип, (уларни никаһиңларда) тутуңлар, йаки уларни йахшилиқ билән қойуветиңлар, зулум қилиш мәқситидә зийан йәткүзүп уларни тутувалмаңлар. кимки шундақ қилидикән (йәни кимки чирайлиқчә өй тутуш нийити билән әмәс, бәлки иддитини узартип зулум қилиш нийитидә хотуни билән йаришидикән), өзигә өзи зулум қилған болиду. аллаһниң айәтлирини күлкә қиливалмаңлар (йәни аллаһниң әһкамлирини хилаплиқ қилиш йоли билән мәсхирә қилмаңлар), аллаһниң силәргә бәргән немитини вә силәргә вәз ـ нәсиһәт қилиш үчүн назил қилған китабни, һекмитини (йәни китабтики әһкамларни) йад етиңлар, аллаһқа тәқвадарлиқ қилиңлар. билиңларки, аллаһ һәр нәрсини билгүчидур[231]. әгәр силәр айалларни талақ қилған болуп, уларниң иддити тошқан вә қаидә бойичә (тәгмәкчи болған) ери билән пүтүшкән болса, уларни никаһлиништин тосмаңлар. буниң билән, ичиңлардин аллаһқа вә ахирәт күнигә иман кәлтүргәнләргә нәсиһәт қилиниду, бу (йәни вәз ـ нәсиһәт елиш, аллаһниң әмрилирини тутуш), силәр үчүн әң пайдилиқтур вә әң пактур, (шәриәт әһкамлиридин силәргә немиләр әң пайдилиқ икәнликини) аллаһ билиду, силәр билмәйсиләр[232]. анилар (балиларни емитиш муддитидә) толуқ емитмәкчи болса, толуқ икки йил емитиши лазим. атилар аниларни қаидә бойичә йемәк ـ ичмәк вә кийим ـ кечәк билән тәминләп туруши керәк. киши пәқәт қолидин келидиған ишқила тәклип қилиниду. анини балиси сәвәблик зийан тартқузмаслиқ, атини балиси сәвәплик зийан тартқузмаслиқ лазим. (әгәр ата өлүп кәтсә) униң вариси атиға охшаш мәсулийәтни (йәни ана болғучиға нәпиқә бериш вә униң һәқлиригә риайә қилиш қатарлиқларни) өз үстигә елиши керәк. әгәр ата ـ ана кеңишип (балини икки йил тошмастинла) айривәтмәкчи болса, уларға һечбир гунаһ болмайду. әгәр балилириңларни иниканиларға емитмәкчи болсаңлар, қаидә бойичә уларниң һәққини бәрсәңларла силәргә һеч гунаһ болмайду. аллаһтин (йәни аллаһниң әмригә мухалипәтчилик қилиштин) қорқуңлар, билиңларки, аллаһ силәрниң қилған әмәлиңларни көрүп турғучидур[233]. ичиңларда өзи вапат болуп айаллири қелип қалған кишиләр болса, айаллири төт ай он күн иддәт тутуши лазим, иддити тошқандин кейин өзлири тоғрулуқ қаидә бойичә иш қилса, силәргә (йәни шу айалларға игидарчилиқ қилғучиларға) һеч гунаһ болмайду. аллаһ силәрниң қилған әмәлиңлардин хәвәрдардур[234]. иддити тошмиған айалларға уларни алидиғанлиқиңларни пуритип өтсәңлар йаки буни дилиңларда йошурун тутсаңлар силәргә һеч гунаһ болмайду. уларға еғиз ачидиғанлиқиңлар аллаһқа мәлумдур, лекин улар билән йошурун вәдилишип қоймаңлар, пәқәт (ашкара ейтилса киши хиҗил болмайдиған) мувапиқ сөзни қилсаңлар болиду, иддити тошмиғичә уларни никаһиңларға елишқа бәл бағлимаңлар, билиңларки, аллаһ дилиңлардикини билип туриду, униңдин (йәни аллаһниң әмригә хилаплиқ қилип җазалиништин) һәзәр қилиңлар, билиңларки, аллаһ наһайити мәғпирәт қилғучидур, (аллаһтин қорқуп гунаһтин чәкләнгәнләргә) һәлимдур (йәни асийлиқ қилғанларни җазалашқа алдирап кәтмәйду)[235].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر