анталйа сайаһәт саһәсисдә рекорт йаратти

сайаһәтчилик саһәсиниң әң җәлпкар вилайәтлиридин бири болған анталйа рекорт йаратти.

2134525
анталйа сайаһәт саһәсисдә рекорт йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: 2024-йили апрелда анталйаға кәлгән сайаһәтчиләрниң сани бултурқи охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда %4.86 ешип, 1 милйон 61 миң 26 гә йәтти.

бу анталйа тарихидики әң зор мувәппәқийәт қолға кәлтүрүлгән апрел ейи һесаблиниду.

бу йил (2024) апрелда анталйаға 259 миң 717 германийәлик сайаһәтчи кәлди, шуниң билән, германийә биринчи рәткә тизилди.

бу мәзгилдә анталйаға 194 миң 949 русийәлик сайаһәтчи кәлди. шуниң билән, русийә иккинчи болди.

бу мәзгилдә анталйаға кәлгән 141 миң 497 сайаһәтчи  билән, әнглийә анталйаға әң көп сайаһәтчи әвәткән үчинчи дөләт болди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر