түркийәниң експорти авғустта % 51.9 ашти

түркийәниң екиспорти авғустта алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 51.9 ешип, 18 милйард 916 милйон долларға йәтти.

1712700
түркийәниң експорти авғустта % 51.9 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини билән сода министирлиқи тәрипидин бирликтә елан қилинған  түркийәниң авғуст ейидики вақитлиқ ташқи содиға мунасивәтлик санлиқ мәлуматлириға қариғанда, түркийәниң екиспорти авғустта алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 51.9 ешип, 18 милйард 916 милйон долларға йәткән.

авғустта, германийә експортта биринчи рәткә тизилған. германийәгә  қилинған експорт 1 милйард 575 милйон долларға, америка қошма иштатлириға қилинған експорт 1 милйард 313 милйон долларға, әнгилийәгә қилинған експорт 1 милйард 194 милйон долларға, ираққа қилинған експорт 939 милйон долларға, испанийәгә қилинған експорт 839 милйон долларға йәткән. алдинқи 5 дөләткә қилинған експорт, омумий експортниң% 31.0 ни тәшкил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر