трамп: қәдәмму қәдәм илгириләймиз, нефит баһасиниң өрләп кетишини халимаймән

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, иранниң нефит експортиға қаритилған ембарголарниң қәдәмму қәдәм иҗра қилинидиғанлиқини ейтти.

1082200
трамп: қәдәмму қәдәм илгириләймиз, нефит баһасиниң өрләп кетишини халимаймән

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп ақсарайда иранға йүргүзүлгән ембарго тоғрисида тохтилип, омумий ембарголар билән иранниң нефит експорти мәсилисиниң бир – биридин айрим һалда муһакимә қилинғанлиқиға ишарәт қилди. у, иранға қарши наһайити күчлүк вә қаттиқ позитсийәгә өткәнликлирини әскәртип, «(иранға қарита) һазирғичә көрүлгән әң күчлүк ембарголарни йолға қойдуқ, лекин, нефит мәсилисидә бир қәдәр аста илгириләшни халаймиз, дунйада нефит баһалириниң өсүп кетишини халимаймән» деди.

нефит баһаси мәсилисидә америкиниң тәмкин позитсийәдә болидиғанлиқиниң сигналини бәргән трамп, «буниң иран билән бир алақиси йоқ, иранниң нефити (експорти) ни дәрһалла нөлгә чүшүрүшүм мумкин, әмма ундақ қилғанда, базарларда әндикиш пәйда болиду. нефит баһалириниң өсүп кетишини халимаймән» дегәнләрни қәйт қилди.

йәнә бир тәрәптин америка ташқи ишлар министири майк помпейо, иран ембарголири тоғрисида иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ әрәбчә учур тарқитип,  «америка қошма иштатлири, иран хәлқи билән һәмкарлиқ ичидә. 40 йил әтрапидики начар иқтисадий түзүлмә вә чирикликниң күлпитини һәммидин көп иран хәлқи тартти. иран түзүминиң дегәнлириниң әксичә, ембарголар ашлиқ, йеза – игилик, дора вә теббий лазимәтликләрни сетивелишни өз ичигә алмайду» деди.

америка түнүгүн, 2015 – йилидики йадро келишими билән тәң әмәлдин қалдурулған ембарголарниң енергийә, малийә вә деңиз тошумучилиқи саһәлиригә алақидар иккинчи басқучини қайтидин йүргүзүшкә башилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر