тесланиң « Sмодел» аптомобилида чатақ көрүлгән
американиң ток аптомобил ишләпчиқириш ширкити тесла (Tesla) 123 миң аптомобилни қайтурувалидиғанлиқини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: тесла ширкити 123 миң « Sмодел» аптомобилини қайтурувалидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.
ширкәтниң херидарлириға әвәтилгән бу һәқтики байанатида, « Sмодел» аптомобилиниң ролида көрүлгән чатақ сәвәбидин 2016-йили апрелдин бурун ишләпчиқирилған барлиқ « Sмодел» аптомобиллириниң қайтурувелинидиғанлиқи билдүрүлди.
байанатта, соғуқ температурада туз чечилған йоллардики калтисий вә магнийниң « Sмодел» ниң ролиниң чишлириға тәсир көрситидиғанлиқи вә буниң төвән сүрәттә маңғанда вә тохтатқанда шопурни қийин әһвалға чүшүрүп қойидиғанлиқи қәйт қилинди.
мәзкур мәсилә сәвәбидин бүгүнгичә һечқандақ тесла аптомобиллирида вәқә-һадисә көрүлмигәнлики әскәртилгән байанатта, тесланиң херидарлири билән алақилишип, керәклик парчисини алмаштуридиғанлиқи билдүрүлди.
байанат елан қилинғандин кейин, тесланиң нийу йорк пай чеки базирида сетиливатқан пай чеки %4 төвәнләп 255.55 долларға чүшти.
тесла ширкити буниңдин бурунму охшимиған сәвәбләр билән 140 миң аптомобилни қайтурувалған болуп, 2017-йили қол тормузидики чатақ сәвәбидин 53 миң данә Sмодел вә Xмодел аптомобилини, 2015-йили болса, бихәтәрлик тасмисида көрүлгән мәсилә сәвәбидин 90 миң Sмодел аптомобилини қайтурувалған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
фатиһ бурғилаш парахоти қара деңизда бурғилаш хизмитини башлиди
түркийәниң қара деңиздики тәбиий газ вә нефит чарлаш хизмәтлири үзлүксиз давамлашмақта.