мисир инсанпәрвәрлик йардәм әтрәтлиригә рухсәт қилмиди

мисир һөкүмитиниң ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәм аптомобил әтрәтлириниң өтүшигә рухсәт қилмиғанлиқи билдүрүлди

70859
мисир инсанпәрвәрлик йардәм әтрәтлиригә рухсәт қилмиди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир һөкүмитиниң ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәм аптомобил әтрәтлириниң өтүшигә рухсәт қилмиғанлиқи билдүрүлди.
һамас байанатчиси фәвзи бәрһум, бу һәқтә елан қилған байанатида, «инсанпәрвәрлик йардәм аптомобил әтрәтлиригә мисир даирилири рухсәт қилмиғанлиқи үчүн рәфаһ чегра еғизида күтүшкә мәҗбур болмақта» деди.
бәрһум, чегра еғизиниң дәрһал ечилишини мураҗиәт қилди.
мисир һөкүмити, 2013 - йили 3 - ийул күнидики һәрбий - сийасий өзгириштин кейин, исраилийәниң қоршави түпәйли ғәззәниң дунйа билән бирдин-бир алақә орнитиш нуқтиси һесаблинидиған рәфаһ чегра еғизидин мәлум чәклимиләрниң сиртида өтүшкә рухсәт қилмайватмақта.
дунйа сәһийә тәшкилатиму ғәззәдин йаридарларниң йөткилиши вә тиббий йардәм әслиһәлириниң әвәтилиши үчүн инсаний каридор тәшкил қилишини мураҗиәт қилмақта.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر