түркийәдики 18 банка дунйадики әң чоң банкилар арисиға кирди
«The Banker» журнили елан қилған бу йиллиқ дунйадики әң чоң 1000 банка тизимликигә, түркийәдин 18 банка кирди.
131641
түркийә авази радийоси хәвири:дунйадики барлиқ банкилар вә пул – муамилә мәркәзлири арисидики өз ара алақини капаләткә игә қилған вә 1926 – йилдин тартип нәшир қилиниватқан «The Banker» журнили, ийул ейидики санида дунйадики әң чоң 1000 банкиниң тизимликини елан қилди.
бу тизимликкә түркийәдин киргән алдинқи қатардики «иш банкиси», «акбанк» вә «гаранти банкиси» ниң орни өзгәрмиди.
«ING Bank», « HSBC», «банк асийа», «күвәйт түрк банкиси», «шәкәр банкиси», одейа банкиси», «анадолу банкиси» вә «албарака банкиси» қатарлиқлар сәрмайилиригә асасән тизимликтин орун алди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә иқтисади % 5.7 тәрәққий қилди
түркийә иқтисади бу йил (2024) биринчи пәсилдә %5.7 тәрәққий қилди.