түркийә ғәззәгә йардәм қолини сунди

түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идариси, исраилийәниң уда 9 күндин буйан ғәззәгә қиливатқан һуҗумлирида зийанға учриған аилиләргә йардәм бериш үчүн йемәк - ичмәк қачиланған йәшикларни тарқитишқа башлиди.

129833
түркийә ғәззәгә йардәм қолини сунди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идариси ғәззәгә йардәм қолини сунди.
түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идариси, исраилийәниң уда 9 күндин буйан ғәззәгә қиливатқан һуҗумлирида зийанға учриған аилиләргә йардәм бериш үчүн йемәк - ичмәк қачиланған йәшикларни тарқитишқа башлиди.
түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идарисиниң ғәззәдә турушлуқ вәкили муһәммәд мүртәҗа, бу һәқтә елан қилған байанатида, түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идарисиниң 15 миң аилигә йемәк - ичмәк қачиланған 15 миң йәшик тарқитип берилидиғанлиқини әскәртти.
мүртәҗа, мәзкур йардәмләрниң фонди җәмийәтләр министирликигә қарашлиқ закат комитети билән һәмкарлиқ асасида еһтийаҗлиқ кишиләр, йетим - йесирлар вә өй - маканлири зийанға учриғанларға йәткүзүп берилидиғанлиқини қәйт қилди.
мүртәҗа йәнә, түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идарисиниң ғәззәдики дохтурханиларға вә сәһийә мәркәзлиригә тарқитип берилиши үчүн тиббий материйалларни сетивелиш хизмитиниң ишқа кириштүрүлгәнликини қәйт қилди.
түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идарисиниң алдинқи күниму баш министир рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға асасән, исраилийә һуҗумлирида вәйран болған су помпилириниң қайтидин хизмәткә кириштүрүлүши үчүн 4 данә генератор йардәм қилғанлиқи җакарланғаниди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر