җәвдәт йилмаз лос анҗелиста

җәвдәт йилмаз хәлқара био техника конфиранси вә йәрмәнкисигә қатнишиш үчүн америкиға барған болуп, зийаритиниң ахириқи күнидә лос анҗелиста турушлуқ түркийәлик карханичилар билән бир йәргә җәм болди.

110367
җәвдәт йилмаз лос анҗелиста



җәвдәт йилмаз түркийәниң йеқинқи 10 йилдин буйан иқтисади җәһәттин интайин муһим мусапиләрни бесип өткәнликини билдүрүп, таш йол, маарип вә сәһийә қатарлиқ нурғунлиған саһәләрдә муһим мусапиләрниң нәтиҗилик бесилғанлиқини тилға алди.
дөлитимиз тәрәққийат ишлири министири җәвдәт йилмаз, 2009 – йилидин бүгүнгичә болған мәзгилдә дунйа бойичә әң көп хизмәт имканийити йаратқан дөләтниң түркийә болғанлиқини билдүрди. бу мәзгилдә 5 милйондин артуқ кишиниң йеңи ишқа орунлашқанлиқини тәкитлди.
җәвдәт йилмаз, дунйадики киризисләргә қаримастин, түркийәниң иқтисадий тәрәққийатни давамлаштурғанлиқиниң әһмийити үстидә тохтилип, «өтмүштә дунйада киризис болмисиму биздә киризис болатти. әмдиликтә дунйада киризис бар әмма биздә киризис йоқ. өтмүштин алған савақлар арқилиқ киризискә нәтиҗилик тақабил туралидуқ. банкичилиқ системимиз, контирол механизимимиз вә малийә тоңпуқлиқимиз интайин мустәһкәм. хамчут тәңпуңлиқимизму наһайити күчлүк» деди.
тәрәққийат ишлири министирилики тәрипидин тәййарланған 10 пилан һәққидә мәлумат берип, пәрқлиқ еқимлардики 10 миңдин артуқ кишиниң пикри елинип, әмәлийләштүрүлгән вә түркийәниң алдинқи қатардики иқтисадий хизмәтлири музакирә қилинидиған мәзкур 10 пиланға бағлиқ шәкилдә ислаһат пирограммиси тәййарлиғанлиқини тилға алди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر