истанбул нефит пайтәхти болиду

2017 - йили истанбул нефит пайтәхти болиду

100792
истанбул нефит пайтәхти болиду

түркийә авази радийоси хәвири: 2017 - йили истанбул нефит пайтәхти болиду.
түркийә, 22 - нөвәтлик дунйа нефит қурултийиниң вәкиллик символини русийәдин өткүзүвалди.
русийә енергийә министири александир новак, вәкиллик символни енергийә вә тәбиий байлиқлар министири танәр йилдизға өткүзүп бәрди.
танәр йилдиз, «түркийә бу вәзипини әң мувәппәқийәтлик һалда орунлайду» деди.
танәр йилдизға көрә, 22 - нөвәтлик дунйа нефит қурултийи түркийәниң йәниму қудрәт тепишида түрткилик рол ойнайдиған бир қурултай болиду.
түркийә дөләтлик нефит ширкитиму дунйа нефит қурултийини тонуштуруш паалийәтлиригә иштирак қилди.
нефит вә тәбиий газ саһәсиниң әң даңлиқ миханизми болған дунйа нефит қурултийи түпәйли 2017 - йили түркийәгә 50 дөләтниң дөләт башлиқлири, 7 миңға йеқин зийарәтчи вә 500 дин артуқ ширкәтниң вәкиллириниң келиши мөлчәрләнмәктә.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر