түркийә антарактика қитәсидә вақитлиқ тәтқиқат муәссәсәси бәрпа қилиш паалийәтлирини тамамлиди.

антарктика қитәсидә түрк алимлар билән бирликтә туруватқан миллий тәнтәрбийәчи шаһика әрҗүмән, тәтқиқат лагериниң ечилишиға хас суға шуңғуп маһарәт көрсәтти.

у маһарәт көрсәткәндин кейин елан қилған байанатида, «соғуққа қаримай суға шуңғуп, байриқимизни ләпилдитиш толиму шәрәплик иштур» деди.