бүгүн т р т ниң 60 йашқа киргән күни

йерим әсирдин артуқ вақиттин бери унтулмас пирограммилар, т р т екранлирида көрүрмәнләр билән йүз көрүшмәктә.

2134110
бүгүн т р т ниң 60 йашқа киргән күни

түркийә авази радийоси хәвири: т р т охшимиған тилларда аңлитиш беридиған радийо долқунлири вә телевизийә қаналлири билән, түркийәниң авазини дунйаға йәткүзмәктә.

түркийәдә радийо аңлитишлири 1927-йили 6-май башланди. телевизийә пирограммилири 1968-йили 31-йанвар митһатпаша студийосида тунҗи қетимлиқ синақ тарқитиш билән башланди. түркийә радийо-телевизийә идариси (т р т) ниң ули 1964-йили 1-май буниңға мунасивәтлик чиқирилған қанун билән қойулди.

һәр дәврдә өзини йеңилиған вә кәспий саһәсидә башламчилиқ ролини ойнап кәлгән т р т, түркийәниң көрүш вә аңлаш хатирә амбириға айланди.

т р т 41 тил вә шивиләрдә радийо пирограммилири тарқатқандин башқа, т р т немисчә, т р т русчә, т р т фирансузчә, т р т балқан тиллири, т р т африқа тиллири вә т р т испанчә диҗитал хәвәр мунбәрлири биләнму хәлқарадики өзгиришләрни дунйа җамаәтчиликигә йәткүзмәктә.

бүгүн т р т радийо долқунлири вә телевизийә қаналлиридин тәшкилләнгән хәлқаралиқ таратқулар аилиси билән бирликтә йәттә қитәгә һәр хил пирограммиларни тарқатмақта.

60 йиллиқ тәҗрибә билән тоғра вә битәрәп аммиви ахбаратчилиқниң бирдинбир адреси т р т, давамлиқ түркийә хәлқиниң авази болиду.

 т р т бүгүн (2024-йили 1-май) 60 йашқа киргән туғулған күнини нәқ мәйдандин тарқитилидиған алаһидә мурасим вә паалийәтләр билән тәбрикләйду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر