ирақниң шималида 15 террорчи  бир тәрәп қилинди

ирақниң шималида йеқинқи бир һәптә ичидә 15 террорчи  бир тәрәп қилинди.

2133394
ирақниң шималида 15 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә миллий истихбарат идарисиниң ирақниң шималидики һақурқ районида йеқинқи бир һәптә ичидә елип барған зәрбә бериш һәрикәтлири давамида, террорлуқ һуҗуми елип беришқа тәййарлиниватқан 15 террорчи  бир тәрәп қилинди.

дөләт хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, түркийә миллий истихбарат идариси түркийә қисимлири вә чегра мудапиә понкитлириға қарита һуҗум елип беришқа тәййарлиниватқан террорчилар гурупписини ениқлап чиққан.

буниңға асасән йеқинқи бир һәптә ичидә елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлири давамида, аталмиш йуқири дәриҗилик каттибашлириниму өз ичигә алған 15 террорчи  бир тәрәп қилинған.

йәнә бир тәрәптин, сүрийәниң  шималида елип берилған зәрбә бериш һәрикити давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси икки террорчи  бир тәрәп қилинди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди:

«қәһриман қисимлиримиз сүрийәниң  шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г террорчилириға зәрбә бериш һәрикәтлирини үзлүксиз давамлаштурмақта. бу даиридә, сүрийәниң  шималидики ‹зәйтун шехи› һәрбий һәрикити районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси икки террорчи  бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر