министир фидан блинкен билән телефонлашти

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антоний блинкен телефонлашти.

2140104
министир фидан блинкен билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, министир хақан фидан билән министир антоний блинкен телефонлишип, ғәззә вә украинаниң нөвәттики вәзийити тоғрисида сөзләшкән.

министир фидан телефон сөһбити җәрйанида, ғәззәдә әң қисқа вақит ичидә уруш тохтитиш елан қилишниң әһмийитини тәкитлигән вә районға йардәм йәткүзүп бериш йолидики тосалғуларниң елип ташлиниши керәкликини оттуриға қойған.

у йәнә исраилийәниң рәфаһқа қаратқан һуҗумини қобул қилғили болмайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر