әрдоған қатар әмири шәйх тамим бин һамад әл сани билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатар әмири шәйх тамим бин һамад әл сани билән телефонда көрүшти.

2128084
әрдоған қатар әмири шәйх тамим бин һамад әл сани билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, әрдоған-әл сани сөһбитидә, түркийә - қатар мунасивәтлири, хәлқаралиқ вә район характерлик мәсилиләр, исраилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумлири вә инсанпәрвәрлик вәзийити қатарлиқлар музакирә қилинған.

җумһур рәис әрдоған сөһбәттә, исраилийәниң ғәззәгә қиливатқан вәһшийанә һуҗумини тохтитиш вә садир қиливатқан инсанийәткә хилап җинайәтлириниң җазалиниши үчүн ислам дунйасиниң бирликтә күч чиқириши керәкликини тәкитлигән.

әрдоған районда җиддийчиликниң кеңийип кетишиниң алдини елиш үчүн исраилийәни тездин чәкләш вә салмақлиқ билән һәрикәт қилишниң интайин муһимлиқини билдүргән.

сөһбәттә йәнә, җумһур рәис әрдоған билән қатар әмири әл сани бир-бирлириниң роза һейтини тәбриклигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر