қалин мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи бурнс билән көрүшти

түркийә истихбарат идарисиниң башлиқи ибраһим қалин америка мәркизий ахбарат идариси (CIA) ниң башлиқи вилйам бурнс (William Burns) билән телефонда көрүшти.

2127612
қалин мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи бурнс билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик тармақлиридин елинған мәлуматларда көрситилишчә, америка мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи вилйам бурнс һейтта ибраһим қалинға телефон қилип, иранниң исираилийәгә һуҗум қилишиниң алдини елиш үчүн вастичилиқ қилишини тәләп қилған.

ибраһим қалин бурнс билән телефон сөһбитидә, ғәззәдә уруш тохтитишқа мунасивәтлик өзара пикир алмаштурған.

ибраһим қалин бурнс билән сөһбитини ахирлаштурғандин кейин, һамас сийасий бийуросиниң башлиқи исмаил һәниййә билән телефон сөһбити өткүзүп, ғәззәдә давамлишиватқан исираилийәниң һуҗумлири, уруш тохтитиш музакирәлири, районға инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш, әсир алмаштуруш вә ғәззәликләрниң йурт-маканлириға қайтиши қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر