әрдоған: сайламда демократийә вә миллий ирадә ғәлибә қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 31-март өткүзүлгән йәрлик сайлам нәтиҗилири тоғрисида тохтлип: «бу сайламда демократийә ғәлибә қилди, миллий ирадә ғәлибә қилди» деди.

2122960
әрдоған: сайламда демократийә вә миллий ирадә ғәлибә қилди
Əminə və Rəcəb Tayyib Ərdoğan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сайлам нәтиҗиси елан қилинғандин кейин, адаләт вә тәрәққийат партийәси мәркизиниң балконидин пуқраларға хитаб қилди.

у: «пуқраларниң салмақ болуши вә бихәтәрлик қисимлиримизниң пидакарлиқи нәтиҗисидә, түркийә демократийәси өзиниң пишип йетилгәнликини йәнә бир қетим испатлиди. билгинимиздәк, сайлам демократийәниң әң һалқилиқ күнлири һесаблиниду. милләтниң ирадиси сайлам сандуқида намайан болиду, хәлқ сайлам сандуқи арқилиқ авазини билдүриду, хәлқ сайлам сандуқи арқилиқ сийасийонға учурини йәткүзиду, хәлқ сайлам сандуқи арқилиқ агаһландуруш вә миннәтдарлиқини ипадиләйду. түркийә хәлқи 31-март йәрлик сайлимидиму сайлам сандуқи вәсилиси билән сийасәтчиләргә учурлирини йәткүзди. бу сайламниң ғәлибә қилғучиси алди билән бизниң демократийәмиз, миллий ирадимиз вә сийасий көз қариши қандақ болушидин қәтийнәзәр 85 милйон пуқрамиз» деди.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«гәрчә сайлам нәтиҗилири җәзмләшмигән болсиму, нәтиҗиләр бизгә (адаләт вә тәрәққийат партийәси) мәмликитимизниң һәрқайси җайлирида йуқири орнимизни йоқитип қойушни баштин кәчүрүватқанлиқимизни көрситип бериду. әлвәттә, биз буниң сәвәблирини музакирә қилимиз. биз мәғлуб болған йаки арқида қалған һәммә йәрдә, сәвәблирини йахши тәкшүрүп, зөрүр тәдбирләрни алимиз. сайлам нәтиҗилири дөлитимизгә, хәлқимизгә, шәһәрлиримизгә, мәһәлләлиримизгә вә йезилиримизға хәйрилик болушини үмид қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر