түркийәниң тунҗи йәрлик башқурулидиған бомбиси <атмаҗа> мувәппәқийәтлик болди

түркийәниң тунҗи йәрлик башқурулидиған бомбиси , йәрлик турбоҗет маторлуқ  >KTJ-3200> парахотидин  елип берилған мәшиқ етишта, нишанни мувәппәқийәтлик һалда битчит қилди.

2113506
түркийәниң тунҗи йәрлик башқурулидиған бомбиси <атмаҗа> мувәппәқийәтлик болди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә санаити идарисиниң байанатида, дөләт мудапиә санаити идариси билән ракета санаиити вә сода һәссидарлиқ ширкити бирликтә әмәлгә ашуруватқан <атмаҗа> лайиһәси даирисидә, йәрлик имканийәтләргә тайинип тәрәққий қилдурулған тармақ система вә запчасларни дәлилләш үчүн елип берилған мәшиқ етишта, нишанниң мувәппәқийәтлик һалда пачақлап ташланғанлиқи тәкитләнди.

җумһур рәислик  мудапиә санаити идариси башлиқи пирофессор доктор халук гөргүн: «йәрлик моторимиз арқилиқ күчәйтилгән йәрлик супилиримиз, мудапиә санаитиниң толуқ мустәқил болуш нишаниға һәссә қошимақта, мәйдандики ойунларни өзгәртмәктә» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر