фахрәттин алтун нетанйаһуниң төһмәтхорлиқини қаттиқ әйиблиди

фахрәттин алтун исраилийә баш министири нетанйаһуниң җинайитини йошуруш үчүн түркийәгә һуҗум қиливатқанлиқини билдүрүп, «униң йалғанлири, алдамчилиқи, төһмәтлири вә күн тәртипни өзгәртиш урунушлири нәтиҗигә еришәлмәйду» деди.

2113215
фахрәттин алтун нетанйаһуниң төһмәтхорлиқини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур – алақә идариси башлиқи  фахрәттин алтун иҗтимаий алақә һесабатида елан қилған байанатида, бигунаһ пуқраларға қилинған қирғинчилиқни йошуралайдиған һечқандақ йалған, тәтүр тәшвиқат вә алдамчилиқниң йоқлиқини тәкитләп, «тарих уни (нетанйаһуни) <һәм районимизни, һәм өз дөлитини һалакәткә сөригән бир рәһбәр> сүпитидә йазди» деди.

фахрәттин алтун йәнә мундақ деди:

«нетанйаһуниң виҗдансиз уруш кабинети йәршари күчлиридин мәйли қанчилик йардәм алса алсун, буниңдин қәтийнәзәр, у райондики тинчлиқ вә муқимлиққа болған үмидни йоқатқан пүтүнләй нәтиҗисиз бир рәһбәр сүпитидә тарихқа йезилиду. нетанийаһу вә һөкүмити елип барған миллий тазилаш һәрикити сәвәбидин пәләстинликләр нурғун азаб-оқубәтләрни баштин кәчүрди вә баштин кәчүрүшни давамлаштурмақта. биз пүтүн күчимиз билән бу сийасәтләргә қарши чиқимиз. униң йалғанлири, алдамчилиқи, төһмәтлири вә күн тәртипини өзгәртиш урунишлири нәтиҗигә еришәлмәйду. биз түркийә болуш сүпитимиз билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә, пәләстиндә һәқ вә һәқиқәтни қоллаймиз шундақла мустәмликичиликни йоқитишни қаллап қуввәтләймиз. биз <адил вә ахирқи һәл қилиш чариси> дәп ишинидиған икки дөләтлик һәл қилиш чариси үчүн давамлиқ тиришимиз. пәләстинлик қериндашлиримиз билән давамлиқ һәмкарлиқ ичидә болушни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر