фидан лавров вә әлйәһйа билән көрүшти

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан анталйада русийә ташқи ишлар министири сергей лавров вә кувәйт ташқи ишлар министири абдуллаһ әли әлйәһйа қатарлиқлар билән көрүшти.

2109853
фидан лавров вә әлйәһйа билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида учур һәмбәһриләп, министир фиданниң үчинчи қетимлиқ анталйа дипломатийә мунбиригә қатнишиш үчүн түркийәгә русийәлик мәнсәпдиши сергей лавров билән көрүшүп, әнқәрә-москва мунасивити, район вә дунйави өзгиришләр тоғрисида сөзләшкәнликини билдүрди.

министирлар исраилийәниң ғәззәдә давамлаштуруватқан қирғинчилиқини тохтитиш йолида ташлинидиған қәдәмләр шундақла русийә-украина урушиниң нөвәттики әһвалиму музакирә қилинди.

дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға қариғанда, фидан лавровға «тәрәпләр өзлирини тәййар һес қилғанда» түркийәниң тинчлиқ келишими һасил қилиниши үчүн, пүтүн күчи билән тиришидиғанлиқи ейтқан.

сергей лавровму түркийәниң сақлиниватқан мәсилиләргә чарә тепиш үчүн әң тәшәббускарлиқ көп күч чиқарған дөләт икәнликини тәкитлиди.

министир фидан йәнә кувәйт ташқи ишлар министири абдуллаһ әли әлйәһйа биләнму көрүшүп, һәмкарлиқ пурсити вә икки тәрәплик мунасивәтләр тоғрисида сөзләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر