фахрәттин алтун ислам һәмкарлиқ тәшкилати йиғинида муһим учришишларда болди

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә идариси башлиқи фахрәттин алтун ислам һәмкарлиқ тәшкилати учур- алақә министирлири пәвқуладдә йиғини даирисидә өзара учришишларда болди.

2106966
фахрәттин алтун ислам һәмкарлиқ тәшкилати йиғинида муһим учришишларда болди
altun-iit gorusmeler1.jpg
altun-iit gorusmeler.jpg
tahsin ertugruloglu-altun.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: фахрәттин алтун түркийәниң саһибханлиқида истанбулда өткүзүлгән йиғинда, бенгалниң учур – алақа вә нәшрийат министири муһәммәд әли арафат, гвинийә-биссав иҗтимаий алақә министири марийа да консейкав евора, иран ислам җумһурийити мәдәнийәт министири вә исламий дәвәт ишлири министири доктор муһәммәд мәһди исмаили, шималий қибрис түрк җумһурийити дипломатийә министири таһсин әртуғрулоғлу, нигерийә учур - алақә, почта вә диҗитал иқтисад министири ралйо сиди муһәммәд вә сомали учур - алақә, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири давуд аввес җама билән көрүшти.

учришиларда, исраилийәниң 7- өктәбирдин буйан ғәззәгә қиливатқан вәһшийанә һуҗуми вә хәлқаралиқ җамаәт пикирини қаймуқтуридиған йалған хәвәр вә тәтүр тәшвиқат паалийәтлири музакирә қилинди. исраилийәниң һуҗумлири вә зулумлири нәтиҗисидә пуқралардин башқа йәнә 130 журналистниң өлтүрүлгәнликини тилға алған фахрәттин алтун исраилийәниң хәлқни қирғин қилиш җәрйанида хәлқара җәмийәтниң наразилиқини әң төвән чәккә чүшүрүш вә җинайәтлирини йошуруш үчүн хәлқаралиқ ахбаратлардин шундақла  иҗтимаий таратқулардин актип  пайдиланғанлиқини билдүрди.

фахрәттин алтун тәтүр тәшвиқатниң йалған хәвәр, хата учур вә тоқулма мәзмунлар билән елип берилғанлиқини тәкитләп, учур – алақә идариси болуш сүпити билән дәсләпки күндин татипла исраилийәниң җинайитини йошуруш үчүн қолланған йалғанчилиқлирини бир-бирләп ениқлап ашкарилиғанлиқини ейтти.  

фахрәттин алтун исраилийәниң йалғанчилиқлирини паш қилишниң өз нөвитидә йәнә садир қилған җинайәтлириниму паш қилиш икәнликини тәкитләп, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә болупму дипломатийә қатарлиқ исраилийәгә қарши қолидики балиқ имканийәтләрни толуқ ишләткәнликини билдүрди һәмдә исраилийә елип барған тәтүр тәшвиқатларға қарши күрәш үчүн барлиқ дөләтләрни һәмкарлишишқа вә пәләстинниң һәққаний күришини қоллашқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر