әрдоған: 5-әвлад күрәшчи айропилан ишләпчиқиришта һалқилиқ бир өткәлни арқида қалдурдуқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң 5-әвлад күрәшчи айропилан ишләпчиқиришта интайин һалқилиқ бир өткәлни арқида қалдурғанлиқини ейтти.

2105557
әрдоған: 5-әвлад күрәшчи айропилан ишләпчиқиришта һалқилиқ бир өткәлни арқида қалдурдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси әрдоған, партийәсиниң афйонқараһисарда өткүзүлгән чоң йиғилишида сөз қилди.

бүгүн өзлириниң түркийә мудапиә санаитиниң йәнә бир иптихарлиқ күнини баштин кәчүргәнликлиригә ишарәт қилип: «миллий күрәшчи айропиланимиз — каан (қаған) бүгүн тунҗи учушни мувәппәқийәтлик тамамлиди؛ биз йасидуқ вә йасашни давамлаштуримиз» деди.

каанниң бәәйни F-16 гә охшайдиғанлиқини оттуриға қойған әрдоған, түркийәниң 5-әвлад күрәшчи айропилан ишләпчиқиришта интайин һалқилиқ бир өткәлни арқида қалдурғанлиқини тәкитлиди.

әрдоған түркийәниң учқучисиз һава аппаратлирини, ақинҗи вә қизиләлмани йасап чиққанлиқиға ишарәт қилип: «биз мудапиә санаити саһәсидә хәлқимизгә йеңи хуш хәвәрләрни беришни давамлаштуримиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر