әрдоған йеңи асасий қанунниң әһмийитини тәкитлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қанун, иҗраийә вә әдлийә органлири билән бирликтә, дөләтниң бихәтәрлики, бәхт-саадити вә тинчлиқини капаләндүрүш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқлирини билдүрди.

2104995
әрдоған йеңи асасий қанунниң әһмийитини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән сотчи вә тәптишләр чәк тартиш мурасимида сөз қилди.

у өзлириниң дөләтниң йеңи асасий қанунға моһтаҗ икәнликини даим оттуриға қойуп кәлгәнликини әскәртип, парламентта асасий қанунға түзитиш киргүзүшни тәқәзза қилидиған мәсилиләрдә кәң ортақ тонуш һасил қилишниң зөрүрийитини тәкитлиди.

йеңи асасий қанун түзүш мумкин болмисиму,  мәвҗут асасий қанунға әдлийәдики сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилидиған шәкилдә түзитиш киргүзүш үчүн, күч чиқиридиғанлиқлирини билдүргән, сөзини давамлаштуруп: «җумһурийәт тарихидики әң муһим ислаһатларни йолға қойушқа мувәппәқ болған бир һөкүмәт болуш сүпитимиз билән, бу мәсилини һәл қилишқиму биз капаләтлик қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис йәнә, «биз қанун, иҗраийә вә әдлийә органлири билән бирликтә, дөләтниң бихәтәрлики, бәхт-саадити вә тинчлиқини капаләтләндүрүш үчүн давамлиқ тиришимиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر