хитайда ичидә 16 түрк матрос болған парахот чөкүп кәтти

хитайниң шаңхәй деңиз тәвәликидә соқушуп кәткән икки парахоттин бирси чөкүп кәтти.

2092813
хитайда ичидә 16 түрк матрос болған парахот чөкүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: шаңхәй деңиз тәвәликидә чөкүп кәткән парахотта түрк матросларниң барлиқи билдүрүлди.

қатнаш вә ул- әслиһә министирлиқи қармиқидики деңиз ишлири баш идариси маршал байриқи есилған «омега» (OMEGA( намлиқ парахотниң шаңхәй деңиз тәвәликидә «мерабелла» (MIRABELLA( намлиқ йәнә бир парахот билән соқулуп кәткәнликини елан қилди.

соқулуш нәтиҗисидә, ичидә түрк матросларму болған «омега» намлиқ ​​парахотниң чөкүп кәткәнлики уқтурулди.

қутқузуш қолвиқи билән парахоттин айрилған 21 матростин 16 нәпириниң түрк икәнлики билдүрүлди.

матросларниң саламәтликиниң йахши икәнлики вә түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң уларни тарқақлаштуруш үчүн һәрикәткә өткәнлики уқтурулди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر